ислаһат көзитиш йиғини чақирилди

әрзурумда 30 - нөвәтлик ислаһат көзитиш йиғини чақирилди

69268
ислаһат көзитиш йиғини чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрзурумда 30 - нөвәтлик ислаһат көзитиш йиғини чақирилди.
түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш басқучида сийасий ислаһатлар җәһәттин қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләр музакирә қилинған 30 - нөвәтлик ислаһат көзитиш йиғини әрзурумда өткүзүлди.
йиғиндин кейин елан қилинған байаннамидә, ислаһатларниң изчил түрдә давам қилидиғанлиқи тәкитләнди.
йавропа иттипақи ишлири министири, қошумчә башмузакиричи мәвлүт чавушоғлу, әдлийә министири бәкир боздағ, дипломатийә министири әһмәт давутоғлу вә ички ишлар министири әфкан ала қатарлиқларниң иштирак қилишида чақирилған йиғинда түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқ басқучи музакирә қилинди.
бу даиридә, сийасий пиринсиплар, әдлийә, кишилик һоқуқ, адаләт, әркинлик вә бихәтәрлик сөһбәт темилири мәсилилиридә қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләр қарап чиқилди.
йиғиндин кейин елан қилинған байаннамидә, түркийәдә техиму әркин, техиму хәлқчил бир демократийә вә техиму паал ишләйдиған бир қанун системиси бәрпа қилиниши үчүн исаһатларниң изчил түрдә давамлаштурулушиниң зөрүрлүки тәкитләнди.
мәвлүт чавушоғлу, әнқәрәниң йавропа иттипақиға әзалиқи басқучиниң, түркийәниң дипломатийә сийаситидики әң муһим заманивилишиш басқучи һесаблинидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «йавропа иттипақиға толуқ вә баравәрлик асасида әза болушни халаймиз, адил бир музакирә басқучиниң ишқа кириштүрүлүшини үмид қилимиз.»
ички ишлар министири әфкан аламу, 2014 - йилниң түркийәгә нисбәтән кишилик һоқуқ вә әркинликләрниң техиму күчәйтилиши үчүн ислаһат қәдими йәниму тезлитилгән бир йил болғанлиқини әскәртти һәмдә түркийәниң йавропа иттипақиға толуқ әза болуш йолида игилмәс - сунмас ирадә билән алға илгириләватқанлиқини қәйт қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر