әрдоған: ислам дунйаси залимларға қарши бирлишиши керәк

җумһур рәис намзати вә баш министир рәҗәп таййип әрдоған, адаләт вә тәрәққийат партийәси адана вилайәтлик шөбисиниң иптар пирограммисида аданалиқлар билән учрашти.

69000

баш министир әрдоған иптардин кейин сөз қилип, биз йашаватқан бу җуғрапийәниң рамизан ейиниму қан, от вә азаб ичидә өткүзгәнликини вә өткүзүшни давамлаштуруватқанлиқини ейтти. оттура шәрқтә йүз бериватқан әһвалларға қарши ислам дунйасини бирлик орнитишқа чақириқ қилған әрдоған, «биз қилидиған бирла иш бар؛ у болсиму, ислам дунйасиниң залимларға қарши қолму қол тутушуп күч бирлики һасил қилиши, ортақ позитсийәси билдүрүшидур» деди.
баш министир әрдоған иптар әснасида «әрдоған пидакарлири мунбири» ниң әзалири билән тунҗи қетим учрашти؛ әрдоған 20 нәпәр пидакар билән хели узун сөһбәтләшти.

خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر