лозан тинчлиқ шәртнамисиниң 91 – йиллиқи

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи җәмил чичәк, лозан тинчлиқ шәртнамисиниң 91 – йиллиқини хатириләш мунасивити билән байанат елан қилди

69569
 лозан тинчлиқ шәртнамисиниң 91 – йиллиқи

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи җәмил чичәк, лозан тинчлиқ шәртнамисиниң 91 – йиллиқини хатириләш мунасивити билән байанат елан қилди.
чичәк байанатида, миллий мустәқиллиқимизни қоғдаш йолида һечқандақ бир тосалғуға писәнт қилмайдиған түрк миллитиниң, лозан шәртнамиси арқилиқ келәчикигә мунасивәтлик беқиндилиқни бикар қилғанлиқини ейтти.
чичәк, лозан шәртнамисиниң анадолуда узақ мәзгиллик тинчлиқ басқучиниң ишқа кириштүрүлүшидә түрткилик рол ойниғанлиқини, бу мәқсәттә түркийәниң қайтидин дунйа дөләтләр аилисиниң шәрәплик бир әзаси сүпитидә тарихтики орниға еришкәнликини қәйт қилди.
шәртнаминиң, түркийә җумһурийитиниң етирап қилинишидиму муһим рол ойниғанлиқини тәкитлигән чичәк, «шәртнамә сайисида түрк миллитиниң уруш мәйданида қолға кәлтүргән зәпири тинчлиқ сөһбити үстидилиму қоғдилип қалди» деди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر