әрдоған: «пирезидентлиқ системиси» әң әвзәл система

җумһур рәис намзати вә баш министир әрдоған, түнүгүн хусусий бир телевизийә қанилиниң пирограммисиға иштирак қилди

67164
әрдоған: «пирезидентлиқ системиси» әң әвзәл система

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис намзати вә баш министир әрдоған, түнүгүн хусусий бир телевизийә қанилиниң пирограммисиға иштирак қилди.
баш министир әрдоғанниң күнтәртипидә, 3 қетимлиқ парламент әзалиқи чәклимиси, җумһур рәислик сайламлири вә униңдин кейин ташлинидиған қәдәмләр бар иди.
баш министир әрдоған, җумһур рәисликкә сайланған тәқдирдә қандақ бир сийасәтни йолға қойидиғанлиқи тоғрулуқ мәлумат бәрди.
әрдоған, «путин модели» гә анчә қизиқмайдиғанлиқини, «пирезидентлиқ системиси» ни әң әвзәл система дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди.
түркийәдә пирезидентлиқ системиси бәрпа қилишни арзу қилидиғанлиқини әскәрткән баш министир әрдоған, «вақти кәлгәндә партийәмизниң қарар механизимлири буни қобул қиларму қилмасму бу маңа намәлум, пирезидентлик системиси болмиса йерим пирезидентлиқ сисйемиси болушиму мумкин. чүнки буниң түркийәниң йәниму тәрәққий қилишида түрткилик рол ойнайду дәп қараймән» деди.
әрдоғандин, җумһур рәисликкә сайланған тәқдирдә, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң әһвали, йеңи баш министир вә 3 қетимлиқ парламент әзалиқи чәклимиси тоғрулуқ соралди.
баш министир әрдоған рай синаш нәтиҗилири вә кеңәш йиғинлири арқилиқ йеңи баш министирниң бәлгиләп чиқилидиғанлиқини, җүмлидин сәпдашлириға чин дилидин ишинидиғанлиқини әскәртти.
әрдоған, адаләт вә тәрәққийат партийәси қурултийида, 3 қетимлиқ парламент әзалиқи чәклимисиниң бикар қилинип қилинмаслиқиға қарита қарар берилидиғанлиқини қәйт қилди.
омумий сайламниң муддәттин бурун өткүзүлмәйдиғанлиқини әскәрткән баш министир әрдоған, бир йилда 3 қетимлиқ сайламниң дөләтниң иқтисадий тәрәққийати җәһәттин йахши әмәсликини қәйт қилди.
баш министир әрдоған, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң келәчики тоғрулуқ тохталғанда, партийәсидин айрилған сийасийонларни қаттиқ тәнқид қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر