чарә пилани қобул қилди

чарә пилани дәп аталған қанун лайиһәси түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңиши тәрипидин қобул қилди

125516
чарә пилани қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: чарә пилани дәп аталған қанун лайиһәси түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңиши тәрипидин қобул қилди.
терроризимниң үзүл - кесил йоқитилиши мәқситидә ишқа ашурулуватқан чарә басқучиға мунасивәтлик 6 маддилиқ қанун - бәлгилимиләр, уда 3 күн давамлашқан музакириләрдин кейин омумий кеңәшниң мақуллиқидин өтти.
«терроризмниң үзүл - кесил йоқитилиши вә аммиви пүтүнлишишниң күчләндүрүлүшигә мунасивәтлик қанун», чарә басқучиға мунасивәтлик бәлгилимиләр вә һөкүмәт ташлайдиған қәдәмләрни өз ичигә алиду.
буниңға асасланғанда, һөкүмәт дөләт ичи - сиртидики шәхсләр, орунлар вә җәмийәтләр билән һәмкарлиқ асасида паалийәт елип бариду.
қорал тапшурған тәшкилат мәнсуплириниң аилисигә қайтиши вә иҗтимаий һайатқа қәдәм қойушини ишқа ашуруш үчүн керәклик тәдбирләрни өз ичигә алиду.
асасий қанунға өзгәртиш киргүзүлүш арқилиқ, чарә басқучида вәзипә өтәйдиған дөләт хадимлириниң җинайи ишлар мәсулийәтсизликигә чәклимә қойулди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر