әрдоғанниң австрийә зийарти ахирлашти

әрдоған австрийәниң пайтәхни вийанада өткән қетим сәлибий байанатлири билән күнтәртипкә кәлгән авустрийә ташқи ишлар министири сәбистан курзниң зийарини қобул қилди.

101716
әрдоғанниң австрийә зийарти ахирлашти

дөлитимиз баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң австрийә зийарти ахирлашти.
әрдоған австрийәниң пайтәхни вийанада өткән қетим сәлибий байанатлири билән күнтәртипкә кәлгән авустрийә ташқи ишлар министири сәбистан курзниң зийарини қобул қилди.
дөлитимиз баш министири рәҗәп таййип әрдоған йаропа демократлар бирлики қурулғанлиқиниң 10 – йилини тәбрикләш мунасивити даирисидә өткүзүлгән вийана учришишида муһаҗирәттики вәтәндашларға нутуқ сөзлигәндин кейин, авустрийә ташқи ишлар министири сәбистан курзниң елан қилған байанатлири ахбаратларда орун алди.
баш министир әрдоған билән курзниң учришиши ахбаратчиларға йепиқ шәкилдә өткүзүлди.
баш министир әрдоған бу учришитин кейин фирансийәгә йүрүп кәтти.
әрдоған фирансийә пирезиденти фирансуа улан билән парижда учришидиған болуп, әрдоғанниң күнтәртипидә, «ирақ, сүрийә вә аталмиш 1915 – йили вәқәлиригә мунасивәтлик темилардин башқа йәнә, түркийәниң йавропа иттипақиға толуқ әза болуш мәслисиму барлиқи билдүрүлди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر