ирақтики өзгиришләр муһим ишлар күнтәртипигә киргүзүлди

ирақтики өзгиришләр түркийәниң дипломатийә сийаситиниң муһим ишлар хизмәт күнтәртипигә киргүзүлди

99895
ирақтики өзгиришләр муһим ишлар күнтәртипигә киргүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақтики өзгиришләр түркийәниң дипломатийә сийаситиниң муһим ишлар хизмәт күнтәртипигә киргүзүлди.
уда бирқанчә күндин буйан әнқәрәдә ирақтики өзгиришләр тоғрулуқ қойуқ паалийәтләрни елип бериватқан дипломатийә министири әһмәт давутоғлу, түнүгүн сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә муһим учришишларда болди.
давутоғлу, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң 41 - нөвәтлик министирлар кеңиши йиғинида сөзлигән нутиқида, ирақта гөрүгә еливелинған түркийә вәтәндашлириниң дәрһал қойуп берилишини тәләп қилди һәмдә мәзһәп урушиға қарши агаһландурди.
давутоғлу, гөрүгә еливелинған түркийә вәтәндашлирини қутқузуш үчүн наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини ейтти.
давутоғлу, йәнә 15 нәпәр түркийә пуқрасиниң гөрүгә еливелинғанлиқиға қарита хәвәрләрниң ениқлап чиқилалмиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәниң район үчүн хизмәткә кириштүргән инсанпәрвәрлик йардәм сәпәрвәрлик һәрикәтлири тоғрулуқ изаһат бәрди.
давутоғлу мундақ дәп көрсәтти: « «тәләфәрдики инсаний тирагедийә түпәйли һушйарлиқни техиму өстүриватимиз, ирақ армийәси тарқилип кәткәндин кейин наһайити хәвплик вәзийәт шәкилләнди, бу һәммигә сәлбий тәсир көрсәтмәктә. түркмәнләр йашаватқан район йардәмгә муһтаҗ болуп, түркийә һәмишә түркмәнләрниң йенида...»
йәнә бир тәрәптин, түркийә дипломатийә министирлики, түркийә вәтәндашлириға қаратқан сайаһәт агаһландурушлириниң даирисини җәнубтики 8 вилайәтни өз ичигә алидиған шәкилдә кеңәйтти.
министирлик тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «шиәләр көп санлиқни тәшкил қилидиған җәнубий вилайәтләрдә, башқа дөләтләр билән бирликтә дөлитимизгә қарита дәлил - испатсиз дәваларға асасланған иғвалар тарқилишқа башлиғанлиқи көрүлмәктә.»
дипломатийә министирлики йәнә, ән нусрә алдинқи сепиниң террорлуқ тәшкилатлири тизимликидин чиқириветилгәнлики дәвалирини рәт қилди.
бу арилиқта, ирақ киризиси ишханиси, 11 - ийундин тартип та һазирғичә ирақтин 31 миң 308 түркийә вәтәндишиниң түркийәгә қайтқанлиқини, булардин 31 миң 308 кишиниң қуруқлуқ арқилиқ, 6990 кишиниң болса түркийә һава йоллири ширкити айропиланлири арқилиқ вәтәнгә қайтқанлиқини җакарлиди.
ирақта хәвплик дәп қариливатқан 15 вилайәттә һазирму 3 - 4 миң түркийә вәтәндашлириниң барлиқи әскәртилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر