әрдоғанниң йавропа зийарити бүгүн башлиниду

баш министир рәҗәп таййип әрдоған австрийә вә фирансийәдики түркләр билән учришиш үчүн бүгүн 3 күн давамлишидиған йавропа зийаритини башлайду.

99576
әрдоғанниң йавропа зийарити бүгүн башлиниду

баш министир рәҗәп таййип әрдоған австрийә вә фирансийәдики түркләр билән учришиш үчүн бүгүн 3 күн давамлишидиған йавропа зийаритини башлайду.
әрдоған биринчи болуп австрийәниң пайтәхти вийеннаға берип, алди билән йавропалиқ түрк демократлар бирлики қурулғанлиқиниң 10 – йиллиқи мунасивити билән өткүзүлидиған паалийәт җәрйанида вийеннадики түркләргә хитаб қилиду. әрдоған зийаритиниң иккинчи фирансийәгә бериштин илгири австрийә дипломатийә министири себастийан курз билән көрүшүшниму пиланлимақта.
әрдоған әтә парижда фирансийә пирезиденти франсуа оланд билән көрүшиду؛ елизә сарийида ишқа ашурулидиған учришишта, ирақ, сурийә, 1915- йил вәқәлиригә алақидар дәвалар дегәндәк һалқилиқ мәсилиләрдин сирт түркийәниң йавропа иттипақиға толуқ әза болуш мусаписиму күнтәртипкә келиду.
баш министир әрдоған париждики учришишлирини ахирлаштурғандин кейин 21- ийун шәнбә күни лйонға берип, фирансийәдики түркләр билән учришиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر