әрдоған путин билән телефонлашти

баш министир рәҗәп таййип әрдоған, русийә пирезиденти владимир путин билән телефонлашти

78315
әрдоған путин билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир рәҗәп таййип әрдоған, русийә пирезиденти владимир путин билән телефонлашти.
баш министирлик мәһкимиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, учришишта, икки дөләт мунасивәтлиридин сирт йәнә, украинада өткүзүлгән пирезидент сайламлирини өз ичигә алған хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулғанлиқи билдүрүлди.
әрдоғанниң украинадики сайлам нәтиҗилиригә һөрмәт қилинишиниң, сақлиниватқан мәсилиләрниң диалог арқилиқ һәл қилинишида түрткилик рол ойнайдиғанлиқини тәкитлигәнлики қәйт қилинди.
қирим аптоном районида йашаватқан қирим татарлириниң һәқ - һоқуқлириниң қоғдилишиниң түркийәгә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини әскәрткән баш министир әрдоғанниң, қирим татарлириниң һәқ - һоқуқлири вә салаһийәтлири мәсилисиниң қирим татарлири миллий мәҗлисиму дахил болидиған бир сөһбәт басқучини хизмәткә кириштүрүш арқилиқ музакирә қилиниши лазимлиқини тәкитлигәнлики билдүрүлди.
әрдоғанниң, бу даиридә қирим татарлири рәһбири мустафа абдулҗәмил қиримоғлуға қойулған ембаргониң бикар қилиниши вә қирим татарлири миллий мәҗлисиниң башлиқи рефат чубаров билән сөһбәт елип беришниң, бу һәқтә ташлинидиған муһим бир қәдәм болуп қалидиғанлиқини ейтқанлиқи әскәртилди.
икки рәһбәрниң сүрийә мәсилиси тоғрулуқ өзара пикир алмаштурғанлиқи әскәртилгән байанатта, әрдоғанниң, түркийәниң сүрийәдики өлүмләргә хатимә берилишини үмид қилидиғанлиқини؛ дәмәшқ һакимийитиниң изчил вәзипә өтийәлиши үчүн, алди билән радикал террорлуқ тәшкилатлири билән һәмкарлиқ орнитишқа майил болуштин келип чиққан тәһдитләргә қарши мас қәдәмдә һәрикәт қилиши лазимлиқини ейтқанлиқи қәйт қилинди.
әрдоған билән путинниң, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқниң һәмдә енергийә саһәлиридики ортақ сода вә иқтисадий лайиһәләрниң ишқа ашурулушиң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлигәнлики әскәртилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر