әли бабаҗан босна һәрсәктә зийарәттә болди

муавин баш министир әли бабаҗан, босна һәрсәктә чақирилған параванлиқ вә әмгәк күчи мунбири йиғиниға иштирак қилиш үчүн түнүгүн сарайбоснада зийарәттә болди

74342
әли бабаҗан босна һәрсәктә зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: әли бабаҗан босна һәрсәктә зийарәттә болди.
муавин баш министир әли бабаҗан, босна һәрсәктә чақирилған параванлиқ вә әмгәк күчи мунбири йиғиниға иштирак қилиш үчүн түнүгүн сарайбоснада зийарәттә болди.
әли бабаҗан зийарити даирисидә сарайбосна баш әлчихана бинасиниң ечилиш мурасимиғиму иштирак қилди.
мурасим һарписида сомадики көмүр кан вәқәси вә босна һәрсәктә йүз бәргән сәл апитидә һайатидин айрилғанлар үчүн һөрмәттә турулди.
әли бабаҗан, мурасимда сөзлигән нутиқида, түркийәниң сәл апитидә йарилирини теңишқа тиришиватқан босна һәрсәккә йардәм бәргәнликини ейтти.
бабаҗан, ечилиш мурасимидин кейин, «параванлиқ вә әмгәк күчи мунбири» йиғиниға иштирак қилди.
әли бабаҗан, бу йәрдә сөзлигән нутиқида, сарайбоснаниң тинчлиқниң символи икәнликини, балқан районида муқимлиқ вә тинчлиқ үчүн сийасий музакириләрниң күчәйтилиши лазимлиқини әскәртти.
бабаҗан, сийасий мурәссәчилик ишқа ашурулған тәқдирдә, босна һәрсәкниң нурғунлиған мәбләғ салғучиларни җәлп қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәммимизгә мәлумки, босна һәрсәк өзгичә мәнбәләр, алаһидиликләр, өзигә хас шараитлар вә җуғрапийәлик әвзәлликләргә игә.»
бабаҗан, босна һәрсәккә қарита ишқа ашурулидиған һәрқандақ бир селинминиң пүткүл районға пайдилиқ икәнликини қәйт қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر