давутоғлу сербийә билән босна һәрсәкниң әнқәрә баш әлчилирин

дөлитимиз дипломатийә министири әһмәт давутоғлу, балқан районида йүз бәргән сәл апәтлири түпәйли һал сораш мәқситидә сербийә билән босна һәрсәкниң әнқәрә баш әлчилирини зийарәт қилди

71752
 давутоғлу сербийә билән босна һәрсәкниң әнқәрә баш әлчилирин

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз дипломатийә министири әһмәт давутоғлу, балқан районида йүз бәргән сәл апәтлири түпәйли һал сораш мәқситидә сербийә билән босна һәрсәкниң әнқәрә баш әлчилирини зийарәт қилди.
давутоғлу, босна һәрсәк баш әлчиханисида, сәл палакитидә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә дәптиригә, «йеқиндин буйан адәм өлүш вә маддий зийан кәлтүрүп чиқарған сәл палакити түпәйли қаттиқ қайғуримән. бу ечинишлиқ вәқә түркийә хәлқи намидин босна һәрсәк хәлқидин сәмимий һал сораймән, һайатидин айрилғанларниң аилә - тавабиатлириға қайғу - һәсрәтлиримни билдүримән» дәп йазди.
министир давутоғлу, сербийә баш әлчиханисиға қилған зийаритидә болса сербийә баш әлчиси билән қисқичә сөһбәтләшкәндин кейин, тәзийә дәптирини имзалиди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر