06.12.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2073182
06.12.2023

«‹хәвәр түрк› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң қатарниң пайтәхти доһада чақирилған парис қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши башлиқлар йиғинида қилған сөзидә, бенйамин нетанйаһу һөкүмитиниң сийасий өмрини узартиш үчүн пүткүл районниң бихәтәрлики вә келәчикини хәтәргә иттириватқанлиқини ейтқанлиқини йазди.

«‹һөррийәт› гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қатарниң пайтәхти доһада чақирилған парс қолтуқи башлиқлар йиғинида қилған муну сөзлирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

«ғәззәдики вәһшийликләр инсанийәткә қарши җинайәттур, уруш җинайитидур. исраилийә бу җинайәтлири түпәйли чоқум җавабкарлиққа тартилиши керәк. бу вәһшийлик пәләстин дөлитиниң қурулушиниң қанчилик муһимлиқини йәнә бир қетим испатлап бәрди. бу мәқсәттә капаләтчиликни өз ичигә алған райондики дөләтләр билән бирликтә  мәсулийәтни үстимизгә елишқа тәййармиз.»

«‹вәтән› гезити», түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсойниң, түркийәниң әнәниви зәйтун териқчилиқиниң б д т маарип, илим – пән вә мәдәнийәт тәшкилати «UNESCO» ниң  «җиддий қоғдашқа тегишлик шәкилсиз мәдәнийәт мираслири байлиқлири» тизимликигә киргүзүлгәнликини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», түркийәниң актип нефит айриш завутлири саниниң 66 гә йәткәнликини, шуниң билән, йавропа бойичә әң көп  нефит қидирип тәкшүрүш паалийәтлирини елип бериватқан дөләткә айланғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, нефит саһәсидә бу йил  33 и йәрлик, 10 и чәт әл ширкити болуп, җәмий 43 ширкәт нефит қидирип тәкшүрүш вә нефит айриш паалийәтлирини давамлаштурмақта икән. бу йил 195 қудуқ ечилип, җәмий 418 миң кивадрат метирлиқ саһәдә бурғилаш паалийәтлири елип берилған.

«‹ситар› гезити», «тогг американиң тесла ширкитини тәхтидин чүшүрүвәтти»  сәрләвһилик төвәндики хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

аптомобил сетишта 1 милйонлуқ өткәлдин өлтүлди, шуниң билән, тарихтики йиллиқ рекорт бузуп ташланди.  тогг нойабирдики сетишта тесладин ешип кәтти. нойабирда түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили болған тоггдин 4401 аптомобил сетилди. американиң тесла ширкити болса 900 аптомобил сатти. шуниң билән, тогниң арқисида қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر