08.06.2023
бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

«‹хәвәр түрк› гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә пирезиденти виладимир путин вә украина пирезиденти володимир зеленский билән телефонда айрим айрим көрүшкәнликини, телефон сөһбитидә, украинаниң каховка тосмисида йүз бәргән партлашқа алақидар әтраплиқ тәкшүрүшниң һечқандақ гуманға орунға қоймайдиған шәкилдә елип берилишиниң моһимлиқини тәкитлигәнликини хәвәр қилди.
«‹ситар› гезити», русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарованиң түркийә билән болған мунасивәләрдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң өз-ара мәнпәәт йәткүзидиған көп тәрәплимилик һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш нийити тоғрисидики байанлириға мәркәзләшкәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.
«‹вәтән› гезити», шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушни халайдиған шивитсийәниң терорлуққа қарши күрәш йеңи қануниниң йолға қойулушиға әгишип, алий сотниң 35 йашлиқ п к к террорчисини қайтуруп беришкә йешил чирағ йаққанлиқини, шивитсийә һөкүмитниң келәр айлиқ шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинидин илгири әзалиқ илтимасини түркийәниң тәстиқлишини күтүватқанлиқини вә террорчини қайтуруп бериш мәсилисидиму ахириқи қарарини оттуриға қойидиғанлиқини хәвәр қилди.
«‹һөррийәт› гезити», түркийәниң бу қетимқи нефит байқашлири билән дөләт ичидики күндилик ишләпчиқириш миқдари 32 йилдин буйанқи әң йуқири сәвийигә йәткәнликини, күндилик нефит ишләпчиқириш миқдариниң 70 миң 76 варилға чиққанлиқини вә йил ахириғичә 90 миң варил ишләпчиқириш миқдариға йетиш нишан қилиниватқанлиқини хәвәр қилди.
«‹йеңи шәпәқ› гезити», түрк дунйаси байриминиң 9-ийундин 11-ийунғичә кастамонуда қизғинлиқ билән тәбриклинидиғанлиқини, әнәниви түрк дунйаси байримида 23 охшимиған дөләттин кәлгән нурғун сәнәткарларниң консертлири, әҗдад мираслириға алақидар паалийәтләр, уссул номурлири вә һәр хил көрүнүшлүк программилар өткүзүлидиғанлиқини хәвәр қилди.