06.06.2023
бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә؛

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», түркийә дөләт мудапиә министири йашар гүләрниң түнүгүн (5-ийун) елан қилған байанатида, «дөлитимизниң хатирҗәмликигә вә бихәтәрликигә тәһдит салған һәр хил террорлуқ тәшкилатлири вә әң ахирқи террорист йоқитилғичә күришимизни давамлаштуримиз» дегәнликини хәвәр қилди.
«һөррийәт гезити», сабиқ түркийә истихбарат идарисиниң башлиқи, ташқи ишлар министири һакан фиданниң түнүгүн өткүзүлгән вәзипә тапшурувелиш мурасимида, миллий ташқи сийасәтни тәкитләп: «маңа ишәнгиниңлар үчүн тәшәккүр ейтимән» дегәнликини хәвәр қилди.
«йеңи шәпәқ гезити», җумһур рәислик учур-алақә ишлири идариси ибраһим қалинниң истихбарат идарисиниң башлиқлиқиға вәзипигә тәйинләнгәнликини хәвәр қилди.
«стар гезити», пакистан баш министири шаһбаз шәрифниң түркийә билән пакистан оттурисидики мунасивәтләр үстидә тохтилип, «дөләтлиримиз бир бәдән ичидә охшаш соқидиған икки йүрәккә охшайду. пакистан билән түркийәниң йеқин кәлгүсидә содини ашуруш, био-газ, қуйаш енергийәси вә су електр саһәлиригә диққәтни мәркәзләштүрүп, өзара иқтисадий ешишни капаләткә игә қилиш үчүн һәмкарлиқларни тәрәққий қилдуримиз» дегәнликини хәвәр қилди.
«хәбәр түрк гезити», май ейида йиллиқ пул пахаллиқи нисбитиниң %39.54 болғанлиқини, буниң билән уда йәттә ай пул пахаллиқида төвәнләш көрүлгәнликини хәвәр қилди.