05.06.2023
бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

түркийә авази радийоси: «‹хәвәр түрк› гезити»: «столтенберг <түркийәниң қанунлуқ әндишисини билимиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи җенс столтенбергни истанбулдики «долмабаһчә сарийи» да қобул қилди. столтенберг бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «учришишта түркийәниң қанунлуқ бихәтәрлик мәсилисини музакирә қилдуқ. шивейтсийә түркийәниң әндишисини һәл қилиш үчүн тегишлик қәдәм ташлиди. 12 – ийун күни шивейтсийә, түркийә вә нато йиғин чақириду.»
«‹сабаһ› гезити»: «һақан фиданға дунйаниң һәрқайси җайлиридин тәбрик йағди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:
дунйаниң нурғун җайлиридин түркийәниң йеңи ташқи ишлар министири һақан фиданға тәбрик йеғишқа башлиди. иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов, фирансийә ташқи ишлар министири катерине колонна, украина ташқи ишлар министири димитро кулеба, естонийә ташқи ишлар министири маргус тсахкна, шивейтсийә ташқи ишлар министири тобийас биллстром, куба ташқи ишлар министири бруно родригуез қатарлиқлар аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилирдә байанат елан қилип, һақан фиданни тәбриклиди, һәмдә мувәппәқийәт тилиди.
«‹ситар› гезити»: «гиретсийә таратқулири һақан фиданға кәң орун аҗратти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:
гиретсийә таратқулири һақан фиданниң ташқи ишлар министирлиқи вәзиписигә тәйинлинишигә кәң орун аҗратти. гиретсийә таратқулирида фиданниң наһайити әқиллиқ дипломат икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «фидан оттура шәрқ, шималий африқа вә кавказ қатарлиқ дипломатик паалийәтләрни елип бериш интайин мүшкүл болған районларда наһайити зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән бир музакиричи иди. ахирида, у мисирда техиму мүшкүл бир вәзипини үстигә елип , ахири дипломатик мунасивәтләрниң ишикини ачти.»
«‹һөррийәт› гезити»: «түркийәниң иқтисадий саһәсисдә йеңи дәвр башланди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:
хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк нурәддин нәбатидин вәзипә өткүзүвелиш мурасимида мундақ деди: «һөкүмитимизниң асаслиқ нишани иҗтимаий параванлиқни ашуруштур. ениқлиқ, изчиллиқ, йирақни көрәрлик вә хәлқаралиқ пиринсипларға әмәл қилиш бизниң кәлгүси басқучта бу нишанни әмәлгә ашуруштики асаслиқ пиринсипимиз болиду.»
«‹йеңи шәпәқ › гезити»: «түркийә қисимлири косовода <тәңпуңлуқ> ни қоғдайду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:
косовониң шималидики албанлар билән серблар оттурисида зиддийәтниң күчийишигә әгишип, түркийә армийәси шималий атлантик әһди тәшкилатиниң косовода турушлуқ тинчлиқ сақлаш қисми даирисидә бу дөләткә алаһидә қисим әвәтти. косоволуқ анализчи доктор мәһмәт калиси бу һәқтә мундақ деди: «сербийә пирезиденти александир вучич түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғандин түркийә алаһидә қисмини әвәтишни тәләп қилған болуши мумкин. чүнки һәр икки тәрәп түркийәгә ишиниду.»