08.05.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1983739
08.05.2023

түркийә авази радийоси хәвири: «сабаһ» гезити: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң судан армийәси билән судан тез сүрәттә йардәм бериш қисимлири оттурисидики сөһбәтләрниң давамлишиватқанлиқини билдүргәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, министир чавушоғлу түркийәниң хартумда турушлуқ баш әлчиси исмаил чобаноғлуниң аптомобилиға оқ чиқириш вәқәси тоғрисида тохтилип: «мәйли баш әлчимиз мәйли қоғдиғучи достлар йаки алаһидә қисимлиримиз болсун, қериндашлиримизниң һечбири йариланмиди, аптомобил зийанға учриди» дегән.

«һүррийәт» гезити: түркийә нефитлири һәссидарлиқ ширкити (TPAO) ниң байанат елан қилип, фатиһ бурғилаш парахотиниң амасра- 3 районида бурғилашни башлиғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә нефитлири һәссидарлиқ ширкитиниң тивиттердики адресида һәмбәһриләнгән байанатта: «түркийәни енергийәдә мустәқил һаләткә кәлтүрүш нишанини бойлиған һалда қуруқлуқ вә деңиздики издинишлиримиз давамлашмақта» дегән ибариләргә орун берилгәнлики қәйт қилинди.

«ватан» гезити: түркийәниң һазирғичә байқалған әң сүпәтлик нефитиниң габар теғидин еқишқа башлиғанлиқи, габардин елинған санлиқ мәлуматларға қариғанда, запас миқдариниң 1 милйард варилға йәткәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«стар» гезити: әнглийәлик даңлиқ академик николас җ. кулниң түркийәниң дунйадики тәсириниң күндин-күнгә күчийиватқанлиқини, TB2  қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң түркийәниң күчиниң әкс етиши икәнликини ейтқанлиқини йазди.

«хабәртүрк» гезити: түркийә радийо – телевизийә идариси — т р т ниң хәлқаралиқ рәқәмлик суписи «Tabii (тәбиий)»ниң узун тәййарлиқ басқучидин кейин түнүгүн тамашибинлар билән йүз көрүшкәнликини хәвәр қилди. гезитниң хәвиридә көрситилишичә, супида елишиштин тартип комедийәгичә, тарихий дирамилардин тартип картонларғичә болған һәр хил кино вә телевизийә тийатирлири бар болуп, уларни «Tabii» ниң «www.tabii.com» намлиқ тор бетидин көргили болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر