25.04.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1979056
25.04.2023

түркийә авази радийоси: «стар гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәни йавропаниң ишләпчиқириш базисиға айландурушни нишан қилип йолға чиққанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (24-апрел) бурсаниң гәмлик наһийәсидә өткүзүлгән батарийә тәрәққий қилдуруш вә ишләпчиқириш мәркизигә ул қойуш мурасимида, «түркийәни токлуқ аптомобиллар билән бирликтә, ток қачилаш вә батарийә техникилирида йавропаниң ишләпчиқириш базисиға айландурушни нишан қлип йолға чиқтуқ» дегәнлики билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң америка пирезиденти җо байдинниң аталмиш 1915-йил вәқәлири тоғрисида елан қилған байанатиға наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтопниң җәнубий қибрис рум һакимийити парламентиниң башлиқи аннита димитрийуниң йавропа иттипақи парламент башлиқлири йиғинида қилған қибрис иғвагәрчиликигә қаттиқ наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, димитрийуниң қибрис тинчлиқ һәрикитини «ишғал» дәп атишиға қарши сөз қилған мустафа шәнтопниң, «түркийәниң 1974-йили қибриста қилған һәрикитини русийәниң украинани ишғал қилишиға охшитиш, һәқиқәтни наһайити аддий қилип өзгәртиштур» дегәнлики билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә армийәсигә сәпләп берилидиған алтай танкисиниң дунйа таратқулирида әкс сада пәйда қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, алтай танкисиниң әң йеңи технологийәләр билән заманивийлаштурулуп тәрәққий қилдурулғанлиқи қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», истанбул айродуруминиң 23-апрел (2023) әмәлгә ашқан 1548 айропилан сәпири вә 224 миң 709 нәпәр йолучи билән, айродурум ечичлғандин бүгүнгичә әң йуқири айропилан әпири вә йолучи саниға йәткәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر