04.04.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1969466
04.04.2023

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», ишләпчиқирилған тунҗи икки тог токлуқ аптомобилниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә рәпиқиси әминә әрдоғанға мурасим билән тапшуруп берилгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән мурасимда, рәҗәп таййип әрдоғанниң хәлқниң 60 йиллиқ арзусиниң әмәлгә ашқанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», 177 миң данә закас тапшурувалған түркийәниң йәрлик токлуқ аптомобили тогниң %80 ниң йумтал арқилиқ сетилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, закас қилинғандин кейин чәк тартиш үчүн рәткә киргән кишиләрниң, нурғун алаһидиликләргә игә тогни тапшурувалидиғанлиқи қәйт қилинди.

«вәтән гезити», түркийәниң қораллиқ учқулирини ишләпчиқиридиған «байрактар» ширкити мудирийитиниң башлиқи сәлчук байрактарниң, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә дөләт мудапиә министири закир һәсәновни бакуда зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири һәсәновниң һәрбий һәмкарлиқ саһәсидики төһпилири сәвәбидин сәлчук байрактарға «һәрбий һәмкарлиқ ордени» тәқдим қилғанлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», америкада чиқидиған «политико гезити» ниң анализ мақалисидә, натониң түркийәгә еһтийаҗи барлиқиниң тәкитләнгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәниң иттипақниң нишаниға вә һәрбий һәрикәтлиригә актип шәкилдә һәссә қошуватқанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә йәнә, түркийәниң геополитикилиқ орниниң муһимлиқи әскәртилип, қарадеңизға кимләрниң өтидиғанлиқини контрол қиливатқанлиқи билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», онтарийо давалаш мәркизиниң сабиқ башлиқи сохайил гәндиниң дунйада узун йилғичә үлгә болуп келиватқан канада сақлиқ сақлаш системисиниң чоңқур киризисқа дуч кәлгәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәниң 20 йил илгири чиқирилған қарар билән йеңи сақлиқ сақлаш системиси орнатқанлиқини байан қилған гәндиниң: «канада сақлиқ системисидики киризисни йеңиш үчүн түркийәни үлгә қилиши керәк» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر