15.03.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1959965
15.03.2023

түркийә авази радийоси: «стар гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң йавро-асийа иқтисадий йиғиниға әвәткән телеграммисида, «сода-санаәтчилиримиздин ширкәтлиригә, фабрикалириға, нан дастерханлириға игә чиқип, қолидики барлиқ имканийәтлиридин пайдилинип, йәр тәврәш апитигә учриғанлар үчүн сәпәрвәрликкә келишини күтимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», дөләт мудапиә министирлиқиниң қарадеңиз ашлиқ йөткәш келишими тоғрисида елан қилған байанатида, тәрәпләрниң келишимниң муддитини узартиш үчүн басқан қәдәмлирини тәқдирләшкә әрзийдиғанлиқи, район тинчлиқи вә инсанпәрвәрлик йардәм мәсилисидә түркийәниң зиммисигә чүшкән мәсулийитини давамлиқ ада қилидиғанлиқиниң тәкитләнгәнликини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», түркийәниң бу йилниң (2023) йанвар ейидин феврал ейиғичә болған икки айлиқ мәзгилдә, чай експортиниң %8 ешип 3 милйон 274 миң 872 долларға йәткәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», галатасарай путбол командисиниң беләт сетиштин қолға кәлгән пулнииң апәткә учриғанларға тәқдим қилинидиған мәхсус мусабиқиләр үчүн, әзәрбәйҗан пайтәхти бакуға йетип барғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, биринчи қетимлиқ мусабиқидә, әзәрбәйҗан командиси билән қарабағ командисиниң мусабиқигә чүшидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر