03.02.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1941513
03.02.2023

түркийә авази радийоси: «стар гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түркийәниң агаһландуруши нәтиҗисидә, норвегийәниң қуран кәримни көйдүрүшкә берилгән рухсәтни әмәлдин қалдурғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликниң «бихәтәрлик» ни сәвәб қилип түркийәдики консулханилирини  тақиған дөләтләргә наразилиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, өмәр чәликниң, «түркийә ибхәтәр дөләт. хәвпсизлик тармақлиримиз вә истихбарат органлиримиз вәзипилирини ада қиливатиду.  бүгүн бихәтәр әмәс дәп қарилидиған дөләтләр؛ көчмәнләргә вә исламға қарши сийасий һәрикәтләр демократийәгә зийан салған, муқәддәс китабимиз қуран кәримгә һуҗум қилған дөләтләр һесаблиниду. түркийәни упиритишни мәқсәт қилған байанатларни рәт қилимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», санаәт вә технологийә министири мустафа варанкниң түркийәниң мудапиә санаитидә муһим илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини билдүрүп, «учқулиримизни сетивелиш үчүн дөләтләр өчрәткә кирмәктә» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», мудапиә санаити башлиқи исмаил дәмирниң твиттерда, «түркийә мудапиә санаитидә җумһурийитимизниң 100-йилини күтүвелиш үчүн пүтүн күчимиз билән тәййарлиқ қиливатимиз. мәшиқ айропилани вә йеник типлиқ күрәшчи айропилан -һөржетниң мотори һәрикәткә кәлди, әмди нөвәт көктә пәрваз қилишта» дәп учур һәмбәһирлигәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», сода министири мәһмәт мушниң йанвар айлиқ сода рәқәмлирини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мушниң «түркийә муһим ишләпчиқириш базиси һесаблиниду. 2023-йилдиму зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүридиғанлиқимиздин һечқандақ гуман қилмаймиз. йанвар ейида експортимиз %10.4 ешип 19.4 милйард долларға йәтти» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر