02.02.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1940932
02.02.2023

«йеңи шәпәқ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, «сивитсийә қуранниң көйдүрүлүшигә вә йиртилишиға йол қойиверидиған болса, шивитсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушиға <мақул> демәймиз» дегәнликини һәмдә түнүгүнки байанатида, «бизниң финландийәгә болған көз қаришимиз иҗабий, әмма шивитсийәгә иҗабий әмәс, буниму билип қойуңлар» дегәнликини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң түнүгүн елан қилған байанатида: «шивитсийә вә финландийәниң шималий атнлантик әһди тәшкилати мусаписигә мунасивәтлик сивитсийәдин һечқандақ конкрет қәдәмни көрмидуқ» дегәнликини һәмдә финландийәниң әзалиқиға қарита, «шималий атлантик әһди тәшкилати үч тәрәп әһдинамисиға бинаән түркийә финландийәниң әзалиқиға бәкрәк иҗабий қарайду» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң ирақниң шималидики һәрбий база районға қилинған һуҗум һәққидики соалға җаваб берип, «пат-пат таҗавуз вә һуҗумлар йүз бериду, биз һәр даим керәклик җавабини берип келиватимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», белгийә дөләтлик телевизийә қанили«RTBF» ниң түркийә һәққидә һәмминиң диқитини тартидиған бир хәвәр елан қилғанлиқини, хәвәрдә, җумһур рәис әрдоғанниң болупму хәлқара сәвийәдә тәңпуңлаштуруш қәдәмлирини ташлиғанлиқи тәкитлинип, әрдоғанниң йавропадики башқа рәһбәрләр ишқа ашуралмиған утуқларни қолға кәлтүргәнлики тәкитләнгәнликини йазди.

«һөрийәт гезити», түркийәниң «сайаһәт пайтәхти» дәп нам берилгән анталйада 2023 - йилиниң биринчи ейида тарихий әһмийәткә игә рекорт йаритилғанлиқини, йанварда авиатсийә арқилиқ анталйаға кәлгән сайаһәтчиләр саниниң алдинқи йилға селиштурғанда %58 ешип, 291 миң 647 гә йәткәнликини хәвәр қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر