01.02.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1940425
01.02.2022

түркийә авази радийоси: «‹стар› гезити», ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң, шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши мәсилиси һәққидә қилған мусу сөзлирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

«шиветсийә мәсулийитини ада қилған тәқдирдә, бу дөләтниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш мәсилисини ойлишимиз. әмма  һазирқи әһвал астида шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушини тәстиқлишимиз мумкин әмәс.»

«‹сабаһ› гезити», германийәниң «‹Bild› гезити» ниң түркийә һәққидики төвәндики анализини оқурмәнлири билән ортақлашти:

түркийәниң русийә-украина уруши мәзгилидә йолға қойған тинчлиқ дипломатийәси вә дунйа миқйасида тәрәққий қилдуруватқан експорт күчи давамлиқ анализ темиси болуп кәлмәктә.

 түркийәниң русийә билән болған импорт-екиспорти бир йил ичидила бир һәссә көпәйди. түркийә буниң түрткисидә германийәниң алдиға өтүп кәтти.

«‹һөрийәт› гезити», хәлқара пул фонди тәшкилатиниң түркийәниң 2022-йиллиқ иқтисадий тәрәққийат мөлчирини йүксәлдүргәнликини йазди.

гезитниң хәвиригә асасланғанда, хәлқара пул фонди тәшкилати өктәбир ейида елан қилған доклатида, түркийәниң 2022-йиллиқ иқтисадий тәрәққийат мөлчириниң % 5 болидиғанлиқини билдүргәниди. әмма йеңи доклатида, бу нисбәтни% 5.5 кә өзгәртти.

«‹вәтән› гезити», қарс вилайитидә начар һаварайи шараити астида давамлишиватқан «2023 – йиллиқ қишлиқ маневир» даирисидә, түркийә қисимлириниң «җирит» намлиқ башқурулидиған бомба билән 12 нуқтидин зәрбә бериш нишаниға йәткәнликини хәвәр қилди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «истанбул айродуруминиң мувәппәқийәтлиригә алақидар төвәндики хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти:

  йеқинқи үч йилда күтүвалған йолучилар вә нөвәтчи айропилан сани җәһәттә йавропа айродурумлири ичидә биринчи рәткә тизилған вә 2022-йилини башламчи сүпитидә мувәппәқийәт билән тамамлиған истанбул айродуруми, 1-айниң 4-һәптиси күндилик 1229 қетим учуш билән алдинқи қатардин орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر