23.01.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1936515
23.01.2023

түркийә авази радийоси: «һүррийәт» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, түркийәниң кағитханә – истанбул айродуруми метроси билән метро линийәси қурулушидики күчи вә иқтидарини пүтүн дунйаға намайан қилғанлиқини ейтқанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, қарадеңиз билән ақдеңизни өзара туташтуридиған қанал истанбулни һаман бир күни ройапқа чиқиридиғанлиқлирини билдүргән әрдоған: «боғузниң йүки йеникләйду, истанбулниң қиммити ашиду» дегән.

«сабаһ» гезити: шиветсийәдики қуран кәримгә қилинған қәбиһ һуҗумниң түркийәдә күчлүк наразилиқ пәйда қилғанлиқини, шиветсийәниң истанбулдики консулханисиниң алдида қара гүлчәмбирәк қойулғанлиқини, түркийә җумһурийити диний ишлар башқармиси башлиқи әли әрбашниң чақириқиға асасән, хәлқ мәмликәт миқйасидики 90 миң мәсчиткә йиғилип қуран тиңшап, дуа қилғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ» гезити: түркийә җумһурийити диний ишлар башқармиси башлиқи әли әрбашниң, шиветсийәдики қуран кәримгә қилинған қәбиһ һуҗум һәққидә тохтилип: «қуран кәрим пәқәт мусулманларғила чүшүрүлгән китаб әмәс؛ у пүткүл инсанийәткә әвәтилгән китабтур» дегәнликини, һәмдә уруш пәйтлиридиму муқәддәс китабларға чеқилишқа болмайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилғанлиқини йазди.

«хабәртүрк» гезити: адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликниң, қуран кәримниң шиветсийәдики әлчихана алдида көйдүрүлүши тоғрисида тохтилип: «шиветсийә инсанийәткә қарши җинайәт һесаблинидиған қәбиһ қилмишқа йол қойди. бу пикир әркинлики әмәс, бәлки пүткүл инсаний қиммәт қарашларға дүшмәнлик қилиштур. шиветсийә даирилири инсанийәткә қарши җинайәт һесаблинидиған бир қилмишниң бир қисми болди» дегән сөзлирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«стар» гезити: дунйаға даңлиқ массачусетс санаәт институтиниң мустәқил нәшр әфкари «Review» ниң, түркийә қораллиқ учқучисиз һава аппарати — байрақтар т.б 2 ләрни 2023-йилидики бөсүш характерлик техникиларниң бири дәп көрсәткәнликини, байрақтар т.б 2 ләрниң американиң «Reaper» қатарлиқ учқучисиз һава аппаратлиридинму бәк йақтурушқа еришкәнликини йазғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر