10.01.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1930531
10.01.2023

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң  түркийәниң мудапиә санаити експортиниң өткән йили (2022) 4 милйард 400 милйон долларға йетип рекорт йаратқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «бу йил миллий күрәшчи айропиланимизни искилаттин чиқиримиз. дунйадики тунҗи қораллиқ учқуларниң кемиси <анадолу> ниму бу йил (2023) хизмәткә сунимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«вәтән гезити», миллий күрәшчи айропиланниң пилан қилинғандин илгири йасалғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, миллий айропиланни учурушниң 2025-йили пилан қилинғанлиқи әскәртилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, түркийә авийатсийә аләм санаити баш мудири тәмәл котил, «миллий күрәшчи айропилан 2023-йилниң ахирлирида көктә пәрваз қилиду» дегән.

«йеңи шәпәқ гезити» өткән йили (2022) түркийәниң америкаға 14 милйард 362 милйон долларлиқ мал експорт қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәниң америкаға болған  експортида  1 милйард 520 милйон долларлиқ көпийиш болғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, өткән йили американиң русийәдин қалсила түркийә әң көп мал експорт қилған иккинчи дөләт болуп қалғанлиқи қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», санаәт вә технологийә министири мустафа варанкниң америкада өткүзүлгән «електирик йәрмәнкиси <CES 2023> » гә қатнаштурулған түркийәниң токлуқ аптомобили тогниң көргәзмә залини зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мустафа варанкниң, «оттура шәрқ вә йавропадин, биз бу аптомобилни қандақ сетивалалаймиз, қандақ қилсақ сатқучиси болалаймиз, дегәндәк қизиқишлар бар» дегәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», хитайниң интернет сода ширкити алибабаниң түркийәгә 1 милйард доллардин артуқ мәбләғ селишни пилан қиливатқанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, алибабаниң хәлқарадики башқурғучилиридин бири мишел евансниң (Michael Evans), «түркийәдә ғайәт зор ишләпчиқириш күчи бар. бу нуқтидин ейтқанда, түркийә дунйада муһим артуқчилиққа игә дөләт» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر