29.12.2022

түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған бүгүнки муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1925172
29.12.2022

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийә илим-пән вә технологийәлик тәтқиқат идариси билән түркийә билимләр мукапатини тарқитиш мурасимида, «түркийә билим вә технологийәдә қайтидин йуқири пәллигә йетиш дәвригә кириду. бу җуғрапийә билим вә технологийәниң мәркизигә айлиниду» дегәнликини хәвәр қилди.

 «йеңи шәпәқ гезити», әнглийә «файнаншел таймес» (Financial Times) гезитидә елан қилинған мақалидә, түркийә вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қолиға чүшкән козирлардин мувәппәқийәтлик пайдилиниватқанлиқини билдүрүп: «түркийә, украина-русийә уруши сәвәбидин артуқчилиқлирини йахши җари қилдуралиши мумкин. украина-русийә тинчлиқ сөһбәтлиридиму муһим рол ойнийалиши мумкин» дейилгәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң (парламенти) башлиқи мустафа шәнтопниң, «украина-русийә оттурисида тинчлиқ орнитиш үчүн көрсәткән тиришчанлиқлири сәвәбидин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрсәттим. мән бу тоғрида илтимас сундум, башқа дөләтләрму илтимас суниду» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң қарадеңиз газини 2023-йили март ейиниң ахириға үлгүртүп иқтисадий системиға дахил қилидиғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити», американиң алдинқи қатарда туридиған гезитлиридин «нийу йорк вақти гезити» ниң оқурмәнлиригә түрк татлиқ түрүми рәваниң пишурулуш усулини тонуштурғанлиқини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر