06.12.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1915159
06.12.2022

түркийә авази радийоси: «стар гезити», мәзкур гезитниң баш муһәррири нуһ албайракниң русийә-украина уруши сәвәбидин йавропаниң һазир түркийәниң әтрапида чөргиләватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, йавропаниң ашлиқ каридори вә енергийә мәсилисидә түркийәниң тиришчанлиқлириға диққитини мәркәзләштүргәнликини әскәртип, «йавропа дөләтлириниң түркийәниң дипломатик күчигә еһтийаҗлиқ» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», абдулһәмидхан бурғилаш парахотиниң ақдеңиздики «1-ташуҗу» қудуқида бурғилашни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә нефит ширкити твиттер адресида бу һәқтә байанат елан қилип, «мустәқил енергийә, күчлүк түркийә нишаниға йетиш үчүн давамлиқ тиришимиз» дегәнлики билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә вә әзәрбәйҗан армийә қисимлириниң әзәрбәйҗанниң баку, астара, җәбрайил вә имишли вилайәтлиридә бирләшмә маневир өткүзүшни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, маневирға, қуруқлуқ вә һава армийә қисимлири, алаһидә қисимлар, истеһкам қисимлири, башқурулидиған бомба вә зәмбирәкчиләр қисимлириниң қатнаштурулғанлиқи қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә армийәси вә сүрийә миллий армийәси һәрбий һәрикәт үчүн буйруқ күтүп туруватқан бир вақитта, килисниң қарши тәрипидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ишғалидики районлардин қечишларниң башланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ниң ишғали астидики земинлардин түркийә чеграсиға қоғланған йүз миңларчә кишиниң азәз, шәһба вә тел рифаттики йурт-маканлириға қайтиш үчүн қуруқлуқ һәрикитиниң башлинишини күтүватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر