18.11.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1907809
18.11.2022

түркийә авази радийоси: «һүррийәт» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, һиндонезийәдә өткүзүлгә 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида түркийәниң енергийә вә сағламлиқ саһәсидә ташлиған қәдәмлиригә йуқири баһа берилгәнликини ейтқанлиқини вә сөзини давамлаштуруп: «биз йәнә русийә билән украина оттурисидики уруш әсирлирини алмаштуруш вә ашлиқ каридори келишими һасил қилиш йолидики тиришчанлиқимизниң дунйа рәһбәрлириниң қизғин қарши елишиға еришкәнликигә шаһит болдуқ» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«хабәртүрк» гезити, җумһур рәис әрдоғанниң, қара деңиз ашлиқ каридори келишиминиң муддити 2022 - йили 19 – нойабирдин башлап 120 күн узартилғанлиқини елан қилғанлиқини, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниңму келишимниң узартилиши тоғрисида тохтилип: «истанбул үмидниң мәркизи болушни давамлаштурмақта» дегәнликини йазди.

«стар» гезити, (түркийә җумһурийити) дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң, шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әзалиқ илтимаси сунған финландийә билән шиветсийәниң түркийәниң бихәтәрлик әндишисини чүшинишини вә мадридта қобул қилған қәдәмләрни ташлишини үмид қилидиғанлиқини билдүргәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, шиветсийә баш министири вә ташқи ишлар министириниң й п г / п й д билән п к к ниң органик, қатламлиқ вә иқтисадий мунасивити барлиқи тоғрисидики байанлириниң кишини хушал қилидиғанлиқини билдүргән ақар, финландийә һөкүмитиниңму мушуниңға охшаш байанатларни елан қилишини күтидиғанлиқлирини ейтқан.

«сабаһ» гезити, ковид-19 йуқумидин кейин қәддини руслап, йил ахири нишанини 50 милйон сайаһәтчи күтүвелип, 44 милйард доллар кирим қилишқа өзгәрткән түркийә сайаһәтчилик саһәсиниң, қурултай сайаһәтчиликидиму зор илгириләш һасил қилғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, 2021-йили истанбул йавропадики амстердам, рим вә стокһолм қатарлиқ рәқиблирини арқида қалдуруп, қурултай сайаһәтчилики саһәсидә дунйа бойичә 12 - орунға тизилған. бу йил 42 хәлқаралиқ қурултайға саһибханлиқ қилған истанбулниң алдимиздики бир – икки йил ичидә қайтидин алдинқи 10 ниң ичигә киришидин үмид бар икән.

«йеңи шәпәқ» гезити, 150 милйондин артуқ китаб нәшр қилип, дунйа сайаһәт йетәкчиси нәшрийатчилиқи саһәсиниң байрақдарлириниң биригә айланған «йалғуз сәййарә» ширкитиниң, 2023 – йили беришқа болидиған әң йахши сайаһәт линийәлири тизимликини турғузуп чиққанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, ширкәт әң йахши 30 сайаһәт нуқтисини «сайаһәт қилиш, тамақ йейиш, өгиниш, арам елиш вә улиниш» тин ибарәт бәш түргә айриған болуп, тизимликкә истанбул-софийа тез пойизиниму киргүзгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر