21.10.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1895840
21.10.2022

түркийә авази радийоси: «стар» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинидики сөзидә, әрмәни ишғалийитиниң қарабағға елип кәлгән зийанлирини тилға елип: «бу һәқтә лаһәй җинайи ишлар сотиға әрз сунуп төләм тәләп қилиш арқилиқ уларни бир болуңға қистишимиз керәк» дегән сөзлирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«вәтән» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, түркийәниң қайта һасил болидиған енергийә саһәсидә йавропада 5-орунға, дунйада 12-орунға чиққанлиқини билдүрүп: «бу мувәппәқийәтни қайта һасил болидиған енергийә сәвийәмизни омумий енергийә сәвийәмизниң  %55 гә йәткүзүш арқилиқ қолға кәлтүрдуқ» дегәнликини йазди.

«сабаһ» гезити, шиветсийә баш министири улф киристерсонниң, дөлитиниң шималий атлантик әһди тәшкилати — нато әзалиқи мусаписи тоғрисида тохтилип, түркийәниң бихәтәрлик әндишисини һәл қилиш салмиқини ашуридиғанлиқлирини, түркийәниң тәләплирини натоға әза болғандин кейинму орундайдиғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«һүррийәт» гезити, санаәт вә техника министири мустапа варанкниң, түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили — тогг тоғрисида байанат берип, тоггқа болған қизиқишниң наһайити йуқири икәнликини, өзиниңму тоггни ишлитидиғанлиқини ейтқанлиқини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити, бу йилниң йанвар ейидин сентәбир ейиғичә болған мәзгилдә истанбул вә сабиһа гөкчән айродурумлиридин җәмий 70 милйон 124 миң 741 йолучиниң сәпәр қилғанлиқини, мәзкур тоққуз айда иситанбулға кәлгән, истанбулдин қозғалған айропиланлар билән сәпәр қилған йолучилар саниниң %65, айропилан қатнаш нисбитиниң %37 ашқанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر