23.09.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1883614
23.09.2022

түркийә авази радийоси: «сабаһ» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң америка зийаритиниң ахирқи күни нйуйорктики түрк өйидә мухбирларниң соаллириға җаваб бериш җәрйанида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң түркийә оттуриға қойған нуқтиға келишкә башлиғанлиқини оттуриға қойуп, русийә-украина урушиниң ахирлишиши үчүн һәммә кишиниң мәсулийәтни үстигә елиши керәкликини, путинниң йадро уруши ишаритиниңму, техиму еғир бәдәл төлитиш чүшәнчисиниңму чөрүп ташлиниши лазимлиқини ейтқанлиқини йазди.

«һүррийәт» гезити, америкада чиқидиған «нйуйорк вақти гезити»ниң, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә-украина киризисидики ролиға йуқири баһа берип, униң уруш җәрйанида баштин – ахир русийә пирезиденти виладимир путин билән болған қойуқ мунасивитини сақлап, урушниң дунйави тәсирини азайтишқа урунғанлиқини тәкитлигәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«йеңи шәпәқ» гезити, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутерресниң, түркийәниң русийә билән украина оттурисида 200 дин артуқ уруш әсириниң алмаштурулушида ойниған ролиға миннәтдарлиқ билдүргәнликини йазди.

«стар» гезити, әнглийә ташқи ишлар министири җемес клеверлийниң түркийә-роллис ройис миллий уруш айропилани һәмкарлиқи тоғрисида тохтилип: «түркийә шималий атлантик әһди тәшкилати — нато дөлити, роллис ройис әнглийә ширкити, биз буниңдин пәхирлинимиз. дунйаниң һәр қайси җайлиридики достлиримизниң бу чоң ширкәтләр биләнму һәмкарлашқанлиқини көргәнликимдин хушалмән» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«вәтән» гезити, түркийә истатистика идариси билән түркийә җумһурийити мәркизи банкисиниң өзара һәмкарлишип елип барған истемал йүзлинишини тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, истемалчиларниң ишәнч көрсәткүчи 9-айда %0.3 ешип, авғуст ейидики %72.2 дин %72.5 гә өрлигәнликини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر