13.09.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1879266
13.09.2022

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (12-сентәбир) 2022-2023-йиллиқ оқу-оқутуш йилиниң ечилиш мурасимида сөз қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «зеһни вә қәлби қуруқ болған йашлиқ әмәс, бәлки илим вә әхлақий-пәзиләткә игә йашлиқ тәләп қилимиз. кәлгүсимизни өз дөлитигә нәпрәт қилидиған, ғәзәплинидиған әмәс, бәлки өз тарихидин пәхирлинидиған йашларға аманәт қилишни халаймиз» дегәнлики билдүрүлди.

«хәбәр түрк гезити», ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң гиретсийәниң йеқинқи күнләрдики иғвагәрчиликлири үстидә тохтилип: «гиретсийә һазирғичә баһанә тепишқа урунуватиду. башқиларниң пиланиға һәмдәм болсиңиз, ақивитигә чидишиңиз лазим. бу гиретсийәгә агаһландуруш» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», дөләт мудапиә министири һулуси акарниң шималий ирақта елип берилған «пәнҗә-килит һәрбий һәрикити» дә һазирғичә җәмий 371 террористниң бир тәрәп қилинғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», мудапиә вә авийатсийә саһәсиниң 2022-йилида рекорт йаритиштин бешарәт бериватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мушу йилниң (2022) дәсләпки тоққуз ейида мәзкур саһәдә әмәлгә ашқан експортниң, өткән йилиниң (2021) охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда җәмий %42.2 ешип 2 милйард 636 милйон долларға йәткәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», түркийәдә ишсизлиқ нисбитиниң ийул ейида (2022) өткән йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда 0.3 номур төвәнләп, %10.1 сәвийәсигә чүшкәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر