12.09.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1878742
12.09.2022

түркийә авази радийоси: «һүррийәт» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң пакистан баш министири шаһбаз шәриф билән телефонлишип, өзиниң пакистанниң кәлкүн апитигә қарши күришини йеқиндин көзитидиғанлиқини, түркийәниң керәклик йардәмләрни қилиш үчүн сәпәрвәр болғанлиқини, пакистанниң дәрдигә дәрман болуш үчүн қолидин келидиған йардәмләрни қилидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ» гезити, гиретсийәниң бозҗаада деңиз тәвәликидики түркийә парахотини оққа тутуши вә шималий атлантик әһди тәшкилати — нато вәзиписини орундаватқан түркийә F-16 типлиқ айропиланлириға радар қулупи селиш қатарлиқ қилмишлиридин кейин, түркийә билән гиретсийә оттурисидики зиддийәтниң техиму күчийип кәткәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, алдинқи күни байанат берип җиддийчиликни күчәйтивәткән гиретсийә баш министири кирйакос митсотакис, сүрәт билән арқиға даҗип,  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшүшкә тәййар икәнликини билдүргән.

«вәтән» гезити, түркийә җумһурийити енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң, 2023-йилиниң биринчи чарикидә қарадеңизда байқалған тәбиий газни өйләргә йәткүзүшни пиланлаватқанлиқлирини билдүрүп: «нөвәттә деңиз вә қуруқлуқтики мәшғулатлар оңушлуқ илгириләватиду. иншааллаһ, келәр йили түркийә қара деңиз гази билән учришиду» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә,  министир дөнмәз, түркийәниң тәбиий газ байқаш атәшини ақдеңиздиму йандуруш ирадисиниң қәтий икәнликини ейтқан.

«стар» гезити, таҗикистан санаәт вә йеңи технологийәләр министири ширәли кәбирниң, таҗикистанниң түркийә билән өзара «тәң пайда елиш» мунасивитини күчәйтишни халайдиғанлиқини байан қилип, дөлитидики пурсәтләрниң түркийә мәбләғ салғучилириға очуқ икәнликини оттуриға қойғанлиқини, һәмдә сөзини давамлаштуруп: «биз түркийәниң нурғун саһәләрдики, болупму иқтисадий саһәдики тәҗрибисидин пайдилинишни халаймиз» дегәнликини йазди.

«хабәртүрк» гезити, әнгилийә айал падишаһи елизабетниң матәм вә дәпнә мурасимида ишлитиш үчүн анталйа вә испартадин гүл – чечәк  тәләп қилиш нисбитиниң %90 ашқанлиқини,  дәпнә мурасими үчүн буйрутма берилгән кәм дегәндә 1 милйон 500 миң тал гүлни йолға селиш хизмәтлириниң башлинип кәткәнликини,  гүл – чечәк саһәсидикиләрниң күндилик хизмәт вақтиниң 2 саәт, ишчилар саниниң %50 ашурулғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر