22.08.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1870822
22.08.2022

түркийә авази радийоси: «һүррийәт» гезити, фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро» журнилиниң, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң хәлқара дипломатийәси тоғрисида мәхсус хәвәр елан қилип, түркийәниң дипломатийә вә тинчлиқ чақириқлири сәвәбидин көп қутуплуқни йақлиғучи еқимниң рефериға айланғанлиқини  илгири сүргәнликини йазди.

«сабаһ» гезити, германийә ахбарат агентлиқи (RND)ниң, җумһур рәис әрдоғанниң йеқинлишиватқан украина урушини наһайити бурунла байқиғанлиқини байан қилип: «у вақитта, наһайити аз сандики ғәрбликләр русийәниң йеқин заманда (украинаға) бастуруп киридиғанлиқиға ишинәтти. һалбуки, әрдоған йеқинлишиватқан уруш хәвпини ениқ көрүп йәткән» дегән ибариләргә орун бәргәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

«стар» гезити, ашлиқ каридориниң башлиниш нуқтиси болған одесса портиниң һәрбий бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа мәсул украина қисимлири қоманданлиқ иштаби байанатчиси наталийа гуменийакниң байанат берип: «түркийәниң тиришчанлиқ көрситип, бу йолни ечиши дөлитимиз үчүн интайин муһим нәтиҗиләрни елип кәлди. қуруқлуқ арқилиқ ашлиқ йөткәшни синап баққанидуқ, әмма үнүми болмиди. һазир биз ишни деңиз арқилиқ елип бериватимиз» дегәнликини ортақлашти.

«вәтән» гезити, (түркийә җумһурийити) қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмаилоғлуниң, өткән йили 5-айниң 29-күни ечилған истанбулдики чамлиҗа мунари һәққидә тохтилип: « ечилғандин буйан мунарни 788 миң 241 адәм зийарәт қилди. 1-йанвардин 20 – авғустқичә болған җәрйанда 455 миң 945 адәм күтүвелинди» дегәнликини йазди.

«хабәртүрк» гезити, йапонийә никкей гуруһиниң күндилик гезитлириниң бири болған «никкей маркетиң журнили», истанбул айродуруми вә түркийә авийатсийә саһәсиниң ковид -19 партлиғандин кейинки утуқлири тоғрисида хәвәр елан қилғанлиқи, униңдин башқа, фирансийәниң «лес екос» гезити, форбес сайаһәт йетәкчиси вә б д т сайаһәт тәшкилатиниң истанбул айродурумини махтиғанлиқи тоғрисидики учурларға  орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر