12.08.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1867181
12.08.2022

«‹хәбәр түрк› гезити», «әрдоған бәштәпә хәлқ қурултийи вә мәдәнийәт мәркизидә нутуқ сөзлиди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн елан қилған байанатида, «түркийәниң ток тарқитиш иқтидариға һәр йили 1 милйард 900 милйон киловат саәткә йеқин төһпә қошидиған бизниң әң чоң су амбиримиз йүсүфәли пүтүш басқучиға йетип кәлди» дегәнликини йазди.

«‹стар› гезити», «флорес: <мән түркийәниң ойниған ролиға қайилмән> деди» сәрләвһилик хәвиридә, гватемала ташқи ишлар министири флоресниң росийә-украина урушида түркийәниң ойниған роли үстидә тохтилип «мән түркийә дипломатийәсиниң бу йәрдә ойниған ролиға қайилмән. интайин муһим келишимни ишқа ашурди вә дунйаға үмид ата қилди» дегәнликини йазди.

«‹һөрийәт› гезити», «министир донмәзниң тәбиий газ байанати» сәрләвһилик хәвиридә, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ донмәзниң түнүгүн қара деңиз газиға мунасивәтлик байанатида: «мартта өзимизниң газини ишлитәләймиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«‹вәтән› гезити», «қараисмаилоғлу истанбул айродоруми һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмаилоғлу истанбул айродоруминиң күндин-күнгә йавропа айродромидин ешип биринчилик орунини күчәйтиватқанлиқини тәкитләп, «истанбул айродромиға охшаш чоң селинмимиз вә йолға қойған башқа тәдбирлиримиз сайисида, биз йүк-тақтики қалаймиқанчилиққа, қатнаш вә учуштики мәсилиләргә дуч кәлмәйватимиз» деди.

«‹сабаһ› гезити», «түркийә авиатсийә ширкити ийул ейида 7 милйон 800 миң йолучи тошуди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә авиатсийә ширкити ийул ейида дөләт ичи вә сиртидин 7 милйон 800 миң йолучи тошуди. йолучиларниң толуқлуқ нисбити 2022-йили ийул ейида %86.1 гә йәтти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر