10.08.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1865986
10.08.2022

 түркийә авази радийоси: «‹хәвәр түрк› гезити», «‹абдулһәмид хан парахоти› ниң вәзипә өтәш орни бекитилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

«абдулһәмид хан бурғилаш парахоти»,  мәрсинниң ташуҗу портидин вәзипә өтәш орниға узитип қойулди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бурғилаш парахотиниң вәзипә өтәш орниниң анталйаниң ғазипаша районидин 55 километир йирақлиқтики «<йөрүкләр -1 қудуқи> болидиғанлиқини байан қилди.

 әрдоған, мундақ деди: «<йөрүкләр -1 қудуқи>, бизниң шәрқий ақдеңиздики кәң даирилик хизмәт пиланимизниң тунҗи қәдими һесаблиниду.»

«‹сабаһ› гезити», «түркийә <абдулһәмид хан парахоти> үчүн навтекс елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

«абдулһәмид хан бурғилаш парахоти» вәзипә өтәйдиған саһә үчүн йеңи навтекс (деңизчиларға уқтуруш) елан қилинди. уқтурушқа қариғанда, «абдулһәмид хан бурғилаш парахоти» ниң шәрқий ақдеңиздики вәзиписи 7-өктәбиргичә давамлишидикән. «абдулһәмид хан парахоти», 3 парахот билән бирликтә «йөрүкләр -1 саһәси» дә паалийәт елип баридикән.

«‹һөрийәт› гезити»,  «түркийәниң бурғилаш парахотидин дунйада аран 5 данә бар» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

дунйада аран 5 данә бар болған вә түркийәниң 4-бурғилаш парахоти һесаблинидиған «абдулһәмид хан парахоти», түнүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң иштирак қилишида өткүзүлгән мурасимдин кейин сәпәргә атланди. дунйадики санақлиқ бурғилаш парахотлириниң бири болған «абдулһәмид хан парахоти» ниң узунлуқи 238 метир, кәңлики 42 метир, егизлики 112 метир келиду. 200 кишилик хадими бар парахот, 12 миң 200 метирғичә бурғилаш паалийити елип бериш иқтидариға игә.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «ислам дунйаси конйада бир йәргә җәм болди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

түркийәниң саһибханилиқида конйада өткүзүлгән 5 – нөвәтлик исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқиси ечилиш мурасими, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин ишқа ашурулди. «бирлик күч» шоари билән башланған вә 56 дөләттин 4200 тәнһәрикәтчи қатнашқан бу мусабиқә, 18-авғустқичә давамлишиду.

«‹вәтән› гезити», «түрк алимлар тәтқиқ қилип йасап чиқти, дунйа үчүн үмид болди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түрк алимлар тәтқиқ қилип йасап чиққан соғуқ, қурғақчилиқ вә кесәлликләргә чидамлиқ дәриҗидин ташқири йуқири сүпәтлик буғдайниң тунҗи һосули сиваста ишқа ашурулди. йеңи буғдай түрлириниң һәм түркийә һәм пүтүн дунйа дуч келидиған йемәклик мәһсулатлири қийинчилиқиға һәл қилиш чариси болуши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر