31.05.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1835235
31.05.2022

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң «иқтисад журнили» да елан қилған мақалисидә, террорлуқни қоллаватқан финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болушини хәтәрлик дәп қарайдиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң: «шиветсийә билән финландийәниң иттипақдаш болушни халайдиған дөләтләрниң бихәтәрлик қайғулири вә сәзгүрлүки мәсилисидә намайан қилидиған мәйдани, түркийәниң бу дөләтләрни қанчилик иттипақдаш сүпитидә көрүшни халайдиғанлиқини бәлгиләйду» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә пирезиденти владимир путин вә украина пирезиденти володимир зеленский билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

көрүшүштә, икки тәрәп мунасивәтлири, украина-русийә урушини асас қилған һалда дунйа йемәк-ичмәк киризиси вә район мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң пикир бирлики һасил қилинған әһвалда қурулуш еһтимали болған көзәткүчилик механизмида рол ойнашқа тәййар икәнликлирини билдрүгәнлики әскәртилди.

«вәтән гезити», түркийә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим калинниң америка дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җейк сулливан (Jake Sullivan) билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

көрүшүштә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|п й д|й п г ниң түркийәниң дөләт бихәтәрлики вә сүрийәниң земин пүтүнлүкигә тәһдит пәйда қилишни давамлаштуруватқанлиқиниң әскәртилгәнлики билдүрүлди.

хәвәрдә, түркийәниң террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришини қәтий ирадә билән давамлаштуридиғанлиқиниң тәкитләнгәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийәдә террористларға қарши йеңи һәрбий һәрикәт башлаштин бешарәт бәргәндин кейин, райондики бәшшар әсәд һакимийитигә қарши өктичи гуруппиларниң қоллаш хәвәрлири кәлгәнликини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر