26.05.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1832925
26.05.2022

«‹стар› гезити», «ибраһим калин: <әгәр конкрет қәдәм ташланмиса, илгириләш болмайду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин финландийә вә шивитсийә һәйити билән өткүзүлгән учришишлар һәққидә тохтилип, «түркийәниң бихәтәрлик мәсилиси мәлум вақит ичидә конкрет қәдәмләр билән һәл қилинмиса, бу ишта илгиирләш болмайдиғанлиқини наһайити ениқ қилип билдүрдуқ» деди.

«‹сабаһ› гезити», «исраилийәгә баш әлчи тәйинлинәмду?» сәрләвһилик хәвиридә, мәвлут чавушоғлуниң аридин 15 йил өткәндин ташқи ишлар министири сәвийәсидә исраилийәдә туқи қетим рәсмий зийарәттә болғанлиқини вә зийарәттин кейин, баш әлчи тәйинләш мәсилиси үстидә тохтилип, «биз (исраилийә ташқи ишлар министири йаер) лапидниң түркийә зийарити җәрйанида мәсилисини музакирилишишни қарар қилдуқ» дегәнликини йазди.

«‹һөрийәт› гезити», «министир варанк: <биз йавропада 1 - орунда туримиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, санаәт вә техника министири мустапа варанкниң түркийә полат-төмүр ишләпчиқарғучилар җәмийити омумий йиғинида сөз қилип: «түркийә бүгүн 40 милйон тонна полат-төмүр ишләпчиқириш билән йавропада биринчи, дунйада 7-орунда туриду» дегәнликини йазди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «йавропалиқлар шипани түркийәдин издәватиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә сағламлиқ сайаһитидики муһим базиға айланди. өткән йили 642 миң чәтәллик түркийәдә шипалиқ издиди. улардин 400 миң кишиниң йавропалиқ икәнлики диққәт тартти. өткән йили түркийә сағламлиқ сайаһитидин 1 милйард доллар кирим қилди.

«‹вәтән› гезити», «түркийәдә маймун чечики вируси барму?» сәрләвһилик хәвиридә, сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң түркийәдә маймун чечики вируси кесилиниң көрүлмигәнликини җакарлап, «биһудә тәшвишләр пәйда болмаслиқи лазим. бу кесәлликниң вабаға сәвәбчи болидиғанлиқиға ишәнмәймән» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر