12.05.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1825934
12.05.2022

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «әрдоғанниң тәнтәрбийәчи тәрипи иҗтимаий алақә торида кишиләрниң алаһидә диққитини қозғиди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 16 йил илгири авистирийәниң тәнтәрбийә залида путбол ойниғанлиқиға даир көрүнүшләрни иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигәнликини, учурниң қисқа вақит ичидила онмиңлиған йақтурушқа еришкәнликини, алдинқи күниму әрдоғанниң җумһур рәислик сарийида қазақистан пирезиденти қасим җомерт токайев билән теннис топ ойниғанлиқи вә икки рәһбәрниң хушхуй кәйпийати иҗтимаий алақә торида тезла тарқалғанлиқини йазди.

«‹һөрийәт› гезити», «чатақли: <чегра һалқиған һәрикәт көчмәнләр мәсилисини йеникләтти> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

муавин ички ишлар министири вә ички ишлар министирлиқи байанатчиси исмаил чатақли түркийәниң сүрийәниң шималидики терорлуқ тәшкилатлириға қарши чегра һалқиған һәрикити билән көчмәнләр долқуни мәсилисиниң йенилигәнликини ейтти. чатақли фират қалқини һәрикити билән 1 милйон 300 миң сүрийәлик, зәйтун шехи һәрикити билән 550 миң, тинчлиқ қалқини һәркити билән 300 миң, баһар қалқини һәрикити билән 4 милйон сүрийәликниң өз вәтинидә қилиши ишқа ашқанлиқини билдүрди.

«‹вәтән› гезити», «қораллиқ учқучисиз айропилан барақтар т б 2 ниң қабилийити йахши» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропилани сиһаниң кәшпийатчиси, байрақтар техника ширкитиниң рәһбири сәлчуқ байрақтарниң һазирға қәдәр 20 нәччә дөләт билән сиһа експорт қилиш келишими имзалиғанлиқини, 13 дөләтттә сиһаларниң ишлитиливатқанлиқини, байрақтар т б 2 ниң йуқири иқтидарға игә қораллиқ учқучисиз айропилан икәнликини, сәлчук байрақтарниң йеңидин тәрәққий қилдурулған байрақтар т б 3 ниң учуш йоли қисқа қисқа вә деңиз супилриға қонуш вә учуш иқтидариға игә дунйадики тунҗи қораллиқ учқучисиз айропилан болидиғанлиқини елан қилғанлиқини йазди.

«‹сабаһ› гезити», «түркийә шәрқий ақ деңизда йеңи бурғилаш хизмитини башлайду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийәниң фатиһ, қануни вә йавуздин кейинки 4 - бурғилаш парахоти ақ деңизда түркийәгә қарап йолини давамлаштурмақта. 19 - майда мерсинға йетип баридиған бу бурғилаш парахоти бу йил йазда шәрқий ақ деңизда нефит вә тәбиий газ издәйду. шундақ қилип түркийә шәрқий ақ деңизда йеңи бир бурғилаш хизмитини башлиған болиду.

«‹хәбәр түрк› гезити», «түркийәниң сайаһәтчиликтики бу йиллиқ нишани 42 милйон сайаһәтчи» сәрләвһилик хәвиридә, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсойниң сайаһәтчиликтә түркийәниң өткән йили 30 милйон сайаһәтчигә йетип, 24 милйард 500 милйон доллар кирим қилғанлиқини, бу йил 42 милйон сайаһәтчи билән 35 милйард доллар кирим қилишни нишан қилғанлиқини билдүргәнликини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر