14.04.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1812244
14.04.2022

«‹стар› гезити»: «әрдоған: <мәһмәтчи әскәрлиримиз билән пәхирлинимиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

һаккариниң йүксәкова наһийәсидә әскәрләр билән иптар қилған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «түркийә қораллиқ қисимлиримизниң чегралиримизни қоғдаш вәзиписидин һалқиған нурғун охшимиған вә һәқиқәтән қейин җуғрапийилик районлардики һәрикәтлири, йәр шаридики паскина синарийәләрдә дөлитимизни қәтий қоғдимақта» деди.

әрдоған түркийә әскәрлиримизниң сүрийәдин ливийәгичә, ирақтин қарабағғичә, ақ деңиздин әгә деңизиғичә болған нурғун җайларда дастанларни йезип қолға кәлтүргән нәтиҗилиридин пәхирлинидиғанлиқини ейтти.

«‹һөрийәт› гезити», «ибраһим калин йеңи соғуқ мунасивәтләр уруши һәққидә агаһландурди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калинниң украина кризисиниң чоңқурлашқанлиқини билдүрүп, йеңи бир соғуқ уруш дәвригә қәдәм қойғанлиқини ейтқанлиқини вә «бу җәрйанда түркийә тәңпуңлуққа игә позитсийәсини қоғдайду» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «тинчлиқ үчүн әң җапалиқ тиришқан дөләт түркийәдур» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

италийә ташқи ишлар министири луйиги ди майо: украинадики урушта тинчлиқ үчүн әң җапалиқ тиришиқан дөләтниң түркийә икәнликини ейтти. луйиги ди майо: «уруш тохтитиштин илгири тинчлиқ йиғинини илгири сүрүшимиз керәк. тинчлиқ үчүн әң җапалиқ тиришқан дөләт түркийә болди. һәр икки тәрәп билән сөзлишәләйду» деди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «чәтәлликләр түркийәдә 10 йилда 280 миңдин артуқ өй сетивалди» сәрләвһилик хәвиридә,  2012 - йилдин буйан түркийәдики туралғу сетишларда чәтәлликләрниң нисбити күнсери ашқанлиқини, йеқинқи 10 йилда чәтәлликләргә сетилған омумий туралғу саниниң 287 миң 704 кә йәткәнликини вә йеқинқи 4 йилда 20 миң әтрапида чәтәлликниң өй-мүлүк сетивелиш арқилиқ түркийә пуқралиқиға еришкәнликини йазди.

«‹вәтән› гезити»,  «инсулин йәрлик ишләпчиқирилиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

сәһийә министири фаһрәттин коҗа иҗтимаий алақә торида һәмбәһирлигән учурида, «инсулин түркийәдә ишләпчиқирилиду. биз созулма характерлик диабит кесәлликидә интайин муһим болған инсулинниң дөләт ичидә ишләпчиқирилиши үчүн һәрикәткә өттүқ. түркийә доригәрлик вә тиббий үскүниләр ширкәтлиригә чақириқ елан қилинди. өзимизниң ковид-19 ваксинимизни ишләпчиқарғандин кейин, әмди нөвәт инсулинни йәрлик ишләпчиқиришқа кәлди» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر