29.03.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1803576
29.03.2022

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп тайип әрдоғанниң украина-русийә музакирәси тоғрисида тохтилип: «киризисниң келишим йоли билән һәл қилиниши үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан бирдинбир дөләтмиз. бүгүнму (29-март) һәр икки дөләтниң сәмимий ишәнчигә еришкән дөләтмиз. зеленский вә путин билән давамлаштурған телефон дипломатийәсиниң иҗабий йөнүлүштә болуватқанлиқини ейталаймән» дегәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калинниң «илгири S-400 башқурулидиған бомба системилири тоғрисида мәйданимизни  билдүрдуқ, буниңда өзгириш болмайду. америка иҗабий қәдәм ташлиса, түркийә буниңға қарап турмайду» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», сәлчук байарктарниң твиттерда учқучисиз күрәшчи айропилани «байрактар қизил алма» ға қанат орнитилғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», түркийәниң йәр шари қуруқлуқ системилирини ишләпчиқиридиған отокар ширкитиниң, малайшийада өткүзүлидиған «DSA 2022» йәрмәнкисидә,  «ARMA 6x6» вә «COBRAII» аптомобиллирини көргәзмә қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», марина әр горбач режиссорлуқ қилған вә т р т билән бирликтә ишләнгән «клондикә» филиминиң, 36-нөвәтлик хәлқара фриборг филим фестивалида айрим-айрим үч мукапатқа еришкәнликини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر