10.03.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1793223
10.03.2022

«‹хәвәр түрк› гезити», «түркийә-исраилийә мунасивитидә тарихи пурсәт» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийә президенти исһақ һерзог билән бирликтә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, «бу учришиш икки дөләт мунасивитиниң бурулуш нуқтиси» деди вә райондики вәқәләрниң енергийә бихәтәрликиниң қанчилик муһимлиқини оттуриға чиқарғанлиқини тәкитләп, «енергийә һәмкарлиқини қайтидин ишқа ашуруш үчүн бу бир пурсәттур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «әрдоған: <биз мәсҗиди әқсаниң диний кимликигә қанчилик әһмийәт беридиғанлиқимизни тәкитлидуқ> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийә пирезиденти һерзог билән өткүзгән учришишида, түркийәниң пәләстингә болған сәзгүрлүкини тәкитлигәнликини билдүрүп, «райондики җиддийчиликни пәсәйтишкә вә икки дөләтлик һәл қилиш тәсәввуриға әһмийәт бәргәнликимизни ипадилидуқ. биз мәсҗиди әқсаниң диний кимлики вә муқәддәсликигә қанчилик әһмийәт беридиғанлиқимизни тәкитлидуқ» деди.

«‹һөрийәт› гезити», «әрдоған лейен билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис әрдоғанниң йавропа иттипақи комитети рәиси урсула вон дер лейен билән телефонда көрүшкәнликини вә сөһбәттә русийәниң украинаға қаратқан һуҗуми вә түркийә-йавропа мунасивәтлирини музакириләшкәнликини йазди.

«‹стар› гезити», «нигерийәдин түркийәгә нефит вә тәбиий газ тәклипи» сәрләвһилик хәвиридә,  нигерийә нефит ишлири министири тимпре силваниң түркийәни нигерийә чоң қуруқлуқидики нефит вә тәбиий газ байлиқиға мәбләғ селишқа чақирғанлиқини вә нигерийәниң һидро карбон саһәсиниң техиму көп түркләрниң мәбләғ селишиға очуқ икәнликини билдүргәнликини йазди.

«‹сабаһ› гезити», «русийә-украина уруши сәвәбидин иқтисадий тәдбирләр йолға қойулмақта» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәислик күллийәсидә иқтисадни маслаштуруш комитети йиғини чақирилди. русийә - украина урушиниң иқтисадқа көрситидиған тәсирини азайтиш үчүн қоллинилидиған тәдбирләр көздин көчүрүлди. буниңға асасән енергийә баһасиниң өсүшигә қарши дөләтниң башлиған һәрикәтлири билән бирликтә мәнбә вә базарниң көп хиллишиши йолға қойулидиған болди. данлиқ зираәтләр вә майлиқ уруқлар қатарлиқ йемәклик вә хам әшйа билән тәминләшниң сиҗиллиқи үчүн ишләпчиқириш басқучидин дөләт ичи сетиш вә ташқи содиғичә болған барлиқ сода басқучлирида пуқраларға пайдилиқ тәдбирләр йолға қойулидиған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر