24.02.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1784423
24.02.2022

‹йеңи шәпәқ› гезити», «путинниң буйруқидин кейин, донбасқа һәрбий һәрикәт башланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

«русийә-украина кризисида мөлчәрләнгән таҗавузчилиқ һәрикити башланди. русийә пирезиденти виладимир путин украинаниң шәрқидики донбаста алаһидә һәрбий һәрикәт башлиғанлиқини елан қилди»

«‹хәвәр түрк› гезити», «украина рәһбириниң тунҗи байанати: <биз өзимизни қоғдаймиз, һуҗум қилмаймиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, украина пирезиденти воладимир зеленскийниң русийәниң донбас райониға башлиған һәрбий һәрикити һәққидә байанат елан қилип,, «әгәр һайатимизға, әркинликимизгә вә пәрзәнтлиримизгә һуҗумға қилса, биз өзимизни қоғдаймиз, һуҗум қилмаймиз, өзимизни қоғдаймиз» дегәнликини йазди.

«‹һөрийәт› гезити», «түркийә авиатсийә ширкити украинаға учушларни тохтатқанлиқини елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә авиатсийә ширкити баш дериктори билал әкшиниң: «украина һава бошлуқи тақалғанлиқи үчүн бүгүн украинаға учидиған барлиқ нөвәтчи айропиланлиримиз әмәлдин қалдурулди» дегәнликини йазди.

«‹стар› гезити, «әрдоғанниң 40 қетимлиқ зийаритини тәкшүрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

фирансийәниң сийасәт вә хәвәр журнили «Le Point» җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң африқа зийарити һәққидә мақалә елан қилди. мақалидә әрдоғанниң 2005-йилдин буйан баш министир вә җумһур рәис болуш сүпити билән африқини 40 қетимға йеқин зийарәт қилғанлиқи, африқа қитәси билән болған сода омумий соммисини 2 милйардтин 25 милйард долларға йәткүзгәнлики билдүрүлди.

«‹сабаһ› гезити», «түркийәдин гиретсийәгә әскәртиш» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә ташқи ишлар министирлиқи гиретсийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханиси мәслиһәтчисини чақирип, гиретсийә деңиз саһили муһапизәт әтритиниң түнүгүн түркийә пуқралирини йариландурғанлиқиға қарита етираз нотаси тапшурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر