10.02.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1776437
10.02.2022

«‹вәтән› гезити», «чавушоғлу муттақи билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә, ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң афғанистан вақитлиқ һөкүмити муавин ташқи ишлар министири әмирхан муттақи билән телефонда көрүшкәнликини, сөһбәттә кабул айродорумини өз ичигә алған афғанистандики айродорумларниң түркийә - қатар һәмкарлиқида башқурулишиға алақидар кеңәшләрниң ахириқи вәзийити музакирә қилинғанлиқини һәмдә муттақиниң түркийәдин һерат шәһиригә йетип кәлгән тунҗи «йахшилиқ пойизи» үчүн түркийәгә алаһидә рәһмәт ейтқанлиқини йазди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити»,  «SİHA түркийәгә нисбәтән бир нопуз вастиси» сәрләвһилик хәвиридә, фирансийәниң «La Croix» гезитидә елан қилинған анализда, «түркийә қорал ишләпчиқарғучи һәрбий күч сүпитидә барғансири өзини намайан қилмақта» дәп баһа берилгәнлики, гезитниң қораллиқ учқучисиз айропилан (SİHA) һәққидики анализ мақалисидә йәнә, түркийәниң  SHA лири үчүн мәхсус бәт аҗратқанлиқи  билдүрүлди.

«‹сабаһ› гезити»,  «мәдәнийәт вә сайаһәт министири: <биз 2021-йили сайаһәтчиликтики нишанни ашуруп орунлидуқ> деди» сәрләвһилик хәвиридә, мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсойниң «биз 2021-йилдики сайаһәтчилик нишанимизни ашуруп орунлап, алдинқи йилға селиштурғанда %88 ешиш билән 30 милйон 38 миң сайаһәтчини күтүвалдуқ вә 30 милйонлуқ чәктин ешип кәттуқ» дегәнликини йазди.

«‹стар› гезити», «түркийә гурупписи антарктикаға қәдәм басти» сәрләвһилик хәвиридә,  6-нөвәтлик җәнубий қутуп илми екиспедитсийәси даирисидә сәпәргә атланған түркийә әтритиниң узун сәпәр вә карантин мәзгилидин кейин ақ қитәгә йетип барғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر