26.01.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1768492
26.01.2022

 түркийә авази радийоси: «‹һөрийәт› гезити», «түркийәниң тунҗи қораллиқ инсансиз деңиз аппаратиниң етиш синақлири тамамланди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

йеңи йирақтин контрол қилинидиған қорал – йарағ системиси арқилиқ һәрбий база вә портларни қоғдашта ишлитилидиған түркийәниң тунҗи тунҗи қораллиқ инсансиз деңиз аппарати (ULAQ) ниң йеңи  қорал – йарағ системиси арқилиқ етиш синақлири тамамланди.

«‹вәтән› гезити», «министир варанк муһим байанатларни бәрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

санаәт вә технологийә ишлири министири мустафа варанк, түнүгүн елан қилған байанатида, иқтисадий вә технологийәлик мустәқиллиқиға еришкән бир түркийә бәрпа қилишни нишан қиливатқанлиқлирини ейтти.

«‹сабаһ› гезити», «министир дөнмәз қарадеңиз тәбиий гази тоғрулуқ елан қилған байанатида, йеңи хуш хәвәрләрниң йеқин икәнликини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз, февралда сакарйа тәбиий газ саһәсиниң ғәрбий җәнубида чарлаш мәқситидә бурғилаш паалийитиниң елип берилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бир үмид чириғи йанди, чүнки бу саһә бир - биригә интайин охшап кетиду, ахирқи амасра – 1 қудуқидикигә охшап кетидиған бир бурғилаш паалийити елип берилиши мумкин.»

«‹стар› гезити», «дост дөләт билән келишим имзаланди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

анталйада өткүзүлгән мурасимда, түркийә билән боснийә-гиртисговена оттурисида орманчилиқ саһәсидә мунасивәтләрни күчәйтиш мәқситидә «қериндашлиқ келишими» имзаланди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «фатиһ арда ипчиоғлу тарихий мувәппәқийәтни қолға кәлтүрди» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

қар тейилиш мусабиқисигә қатнишиватқан миллий тәнһәрикәтчи фатиһ арда ипичоғлу, 13 – нөвәтлик дунйа лоңқисини талишиш мусабиқисидә, 9 қетим һәл қилғуч мусабиқигә қатнишиш салаһийитигә еришип, тарихий мувәппәқийәтни қолға кәлтүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر