18.1.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1764359
18.1.2022

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән албанийә  баш министири әди раманиң түнүгүн (2022-йили 17-йанвар) тиранада имза қойуш мурасими вә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгәнликлирини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәштә, албанийәдин күткән үмидлириниң техиму көп икәнликини әскәртип: «қолида бигунаһ кишиләрниң қени болған бу қурулма, түркийә үчүнла әмәс, бәлки туруватқан дөләтләргиму тәһдит пәйда қилидиғанлиқи наһайити ениқ. алдимиздики мәзгилләрдә албанийәдики фәтһуллаһчи қурулмиларға қарши техиму тезликтә қәтийлик билән қәдәм ташлинишини күтимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн албанийәниң лач шәһиридә, түркийә салған йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләрни тапшуруп бериш мурасимиға иштирак қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, албанийә баш министири әди раманиң мурасимда сөз қилип, өзидин һәр даим рәҗәп таййип әрдоған билән болған йеқин достлуқи һәққидә соалларниң сорилидиғанлиқини ейтқанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, әди раманиң: «җавабим наһайити аддий. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған гепидә туридиған вә қилған ишлирини сөзләйдиған адәм. шуниңға ишиниңларки, күнимиздики дунйада вә дипломатийәсидә-ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу наһайити йахши билиду, тоғрини тоғра дәйдиған, хатани хата дәйдиған кишиләрни тепиш асан әмәс» дегәнлики билдүрүлди.

«стар гезити», гирузийә базарлириниң түркийәдин импорт қилинған дориларға ечилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, гирузийә баш министири иракли гарибашвилиниң мунасивәтлик қарарнамәни имзалиғанлиқи билдүрүлди.

«вәтән гезити», анталйа хәлқара айродурумида 2022-йили 1-йанвардин 16-йанварғичә болған арилиқта, җәмий 808 айропилан билән 78 миң 538 сайаһәтчиниң кәлгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 2021-йилниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда сайаһәтчиләр сани үч һәссә дегүдәк көпәйгән анталйаниң, руслар билән германийәликләрниңөзигә җәлп қилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر