12.01.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1761240
12.01.2022

 түркийә авази радийоси: «‹хәвәр түрк› гезити», «ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, <қазақистанниң йенидимиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түнүгүн елан қилған байанатида, «барлиқ имканийәтлиримиз билән қазақистанниң йенидимиз, барлиқ имканийәтлиримизни сәпәрвәр қилишқа тәййармиз» деди.

«‹һөрийәт› гезити», «министир ақар, <22 террорчи бир тәрәп қилинди, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г гә әҗәллик зәрбә беришни үзлүксиз давамлаштуримиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

дөләт мудапиә министири хулуси ақар, шанлиурфа вилайитиниң ақчақәлә наһийәсидә 3 әскәр шеһит болған террорлуқ һуҗуми һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г гә әҗәллик зәрбә бәрдуқ, буниңдин кейинму давамлиқ шундақ қилимиз, һазирғичә 22 террорчи бир тәрәп қилинди, террорчиларни җазаландуруш нишан қилинған һәрикәтлиримиз йәниму йүксәк сәвийәдә изчил давамлишиду.»

«‹сабаһ› гезити», «түркали – 1 қудуқи еқими синиқи мувәппәқийәтлик тамамланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә нефит пай ширкити, сакарйа тәбиий газ саһәсидики түркали – 1 байқаш қудуқида, тунҗи су амбири сәвийәсидики қудуқ еқими синиқиниң мувәппәқийәтлик тамамланғанлиқини уқтурди.

«‹стар› гезити», «германийәгә қилинған експорт рекорт сәвийәгә йәтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәниң өткән йили германийәгә  қилған експорти әң йүксәк сәвийәгә йәтти. түркийәниң 2021-йили германийәгә қилған експорти, йиллиқ нисбәттә % 22.9 ешип, 17 милйард 705 милйон 400 миң долларға йәтти.  шуниң билән, түркийәниң германийәгә  қилған експорти тарихтики  әң йүксәк сәвийәгә йәткән болди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «түркийәдин 5 дөләткә айропилан сәпәрлири қайтидин башланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

«ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә пуқралар авийатсийә баш идариси тәрипидин тохтитилған җәнубий африқа, ботсвана, мозамбик, намбийә вә зимбабвегә қарита айропилан сәпәрлири түнүгүн қайтидин башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر