11.01.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1760567
11.01.2022

 

 

«‹хәвәр түрк› гезити», « адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик қазақистан һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликниң партийә мәркизи иҗраийә һәйити йиғинидин кейинки байанатида, қазақистандики өзгиришләр үстидә тохтилип, «биз оттуриға чиққан йеңи вәзийәтни йеқиндин көзитиватимиз. арзуйимиз вә үмидимиз қазақистанниң тинчлиқ вә муқимлиқ ичидә бу қейин күнләрни йеңишидур. шараит мәйли қандақ болушидин қәтийнәзәр, түркийә һәмишә қазақистанниң йенида болиду» дегәнликини йазди.

«‹вәтән› гезити», «түркийә билән америка оттурисидики муһим учришиш» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти: җумһур рәис байанатчиси ибраһим калин америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җәйк сулливан билән телефонда көрүшти. сөһбәттә сийасий вә иқтисадий мунасивәтләр, мудапиә һәмкарлиқини тәрәққий қилдуруш, дунйа вә район мәсилилири музакирә қилинди.

«‹стар› гезити», «гарибашвили: <биз түркийәдин сетивелишни қарар қилдуқ> деди» сәрләвһилик хәвиридә, грузийә баш министири иракли гарибашвилиниң дөләтлик дора базирини түркийәдин елип келинидиған дорилар билән ечишни пиланлаватқанлиқини ейтқанлиқини йазди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «шималий атлантик әһди тәшкилати өлчимидә түркийә қораллиқ қисимлири тәрипидин 30 минутта қурғили болидиған көчмә дохтурхана» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти: ниғдәдики 7-асаслиқ асраш завути башқармисида шималий атлантик әһди тәшкилатиниң сүпәт өлчимигә асасән ишләпчиқирилған көчмә мәйдан дохтурханиси, оператсийә өйи, җидди қутқузуш, җиддий давалаш, радиологийә, тәҗрибихана, дорихана, чиш бөлими ашхана вә мунча қатарлиқ орунларни өз ичигә алған 13 континейердин тәшкил тапиду. бу дохтурханини тәхминән 30 минутта қурғили болиду.

«‹һөрийәт› гезити», «германийәликләрниң көзлири ақ деңизда» сәрләвһилик хәвиридә,  муну учурларға орун аҗратти: йавропадики әң чоң бирләшмә тәтил закас қилиш торлиридин бири болған «HolidayCheck» ниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, германийәдики һәр 5 кишидин бирси дәм елиш үчүн түркийәни таллиған. апрел вә май ейи үчүн қилинған закаслар һәққидики доклатта, барлиқ тәтил закаслириниң %18 ниң түркийәниң ақ деңиз қирғақлири болғанлиқи оттуриға қойулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر