21.12.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1750441
21.12.2021

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәниң африқа дөләтлири билән сода омумий соммисини 5.4 милйард доллардин 30 милйард долларға чиқарғанлиқлирини, әмдиликтә болса, бу нишанниң 50 милйард долларға, арқидин 75 милйард долларға чиқириш икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «тарихида експилататсийә әйиби болмиған хәлқ болуш сүпитимиздә, африқа қитәси билән ортақ пайдилиниш, баравәр шериклик асасида өзара һәмкарлиқимизни техиму күчәйтишкә тиришимиз» дегәнлики билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», хәзинә вә малийә министири нурәддин нәбати твиттерда байанат елан қилип, «һөрмәтлик җумһур рәисимиз елан қилған түркийә лирасини күчләндүридиған иқтисадий хитабнамә сайисида, түнүгүнкидин техиму қәтий ирадә билән йолимизни давамлаштуримиз. һечким гуман қилмисун» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң, түркийәниң район муқимлиқиға болған ишәнчни бивастә ашуридиған қәдәмләрни ташлиғанлиқини әскәртип, түркийә билән әрменийә оттурисида авийатсийә қатнишиниң башлинидиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мәвлүт чавушоғлуниң: «әрменийә билән бивастә учришишларни башлаш үчүн алаһидә вәкиллиримизни вәзипигә тәйинлидуқ. әң қисқа вақит ичидә алаһидә вәкиллиримиз көрүшиду. бәзи ширкәтләр айропилан сәпәрлирини алдимиздики күнләрдә башлайду» дегәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», түркийәниң б д т дики даимий вәкили фәридун синирлиоғлуниң, б д т хәвпсизлик кеңишигә наразилиқ билдүрүп: «б д т хәвпсизлик кеңишини хәткүчләш наһайити йахши, әмма бешини тиқидиған бир өй техиму йахши. тарихниң бу кеңәшни хәткүч нәсли дәп атишидин әнсирәймән. һәр ай бу кеңәшкә келип гәп қилип, твит һәмбәһирләп кетимиз. кейинки ай йәнә охшаш ишларни тәкрар қилип туримиз» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фәридун синирлиоғлуниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң сүрийә хәлқиниң ахирқи пурсити икәнликини әскәртип: «қолимиздин мушунчилик иш келәмду? еһтимал, йеңи йил тоғрисидики қарарлиримизни тивиттерда һәмбәһирләшниң орниға, сүрийә хәлқини қутқузуш үчүн һәқиқәтән бир ишларни қилалишимиз мумкин» дегәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийәниң иҗтимаий тәшкилатлар вә идарә-органлириниң сайисида, асийа билән африқадики 22 дөләттә 34 миңдин артуқ қудуқ қазғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бу икки қитәдики 18 милйондин артуқ кишиниң пакизә суға еришкәнлики билдүрүлди.

хәвәрдә йәнә, һәр йили холера, толғақ, қизитма вә ич сүрүш қатарлиқ кесәлликләр түпәйлидин 485 миң киши җенидин айрилидиған бу җуғрапийәләрдә, су тазилаш вә бир қанчә километирларға созулған су туруба линйәлириниң хизмәткә сунулғанлиқи қәйт қилинди.         



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر