02.12.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1741807
02.12.2021

 

  түркийә авази радийоси: «‹хәбәр түрк› гезити», «иқтисадтики йеңи истратегийә» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң йуқири өсүм нисбитини ташлап, ишләпчиқиришни вә експортни алдинқи орунға қойған истратегийиәгә өткәнликини билдүрди. әрдоған «дөлитимизниң дунйада изчил тәрәққий қиливатқан бирдинбир иқтисадий күчкә айлинишида биз бу өзгиришкә қәрздармиз.  иншааллаһ. 2021-йилини икки ханилиқ тәрәққийат нисбити билән тамамлаймиз» деди.

«‹һөрийәт› гезити», «министир фахрәттин коҗа: <йуқумниң ахири аҗиз варийантлар билән келиду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

сәһийә министири фаһрәттин коҗа иҗтимаий алақә торида елан қилған байанатида: «вируслар зукамни кәлтүрүп чиқиридиған йуқумға охшаш вақитниң өтүшигә әгишип өзгириду. бизниң қилған күришимизгә вә өзгәргән шараитларға қарши вирусму йашаш үчүн тиришиду. ковид-19 ниң йеңи варийантлириға қарита әндишиләр болуши мумкин, әмма йуқумниң ахири аҗиз варийантлар билән келидиғанлиқини унтумаслиқимиз лазим» деди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «турковак ахириқи басқучта» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җидди ишлитилиш тәстиқини күтүватқан йәрлик ковид-19 ваксиниси «Turkovac» ниң икки муәссисисдә түркүмләп ишләпчиқирилиши үчүн ул – әслиһә хизмәтлири тамамланди. түркийә дора вә давалаш үскүнилири идарисиниң тәҗрибиханилириға әвәтилгән йәрлик ковид ваксинисиниң дикабирниң оттурилирида тәстиқтин өтүши мөлчәрләнмәктә. ваксинилар түркүмләп ишләпчиқирилғандин кейин, 14 күнлүк синақтин өткүзүлүп, базарға селиниду.

«‹стар› гезити», «полша: <түркийә учқучисиз айропиланлирини сетивелиш муһим бир келишим болди> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти: 

полша пирезиденти андреҗеҗ дуда түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропилани (SİHA) ни сетивелишниң муһим бир келишим болғанлиқини ейтти. дуда түркийә билән болған йахши мунасивәтләр вә бихәтәрлик саһәсидә ташланған қәдәмләрниң алға илгириләшни давамлаштуриватқанлиқини тәкитлиди.

«‹сабаһ› гезити», «бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йәр шари характерлик һәрикәтлири түркийәдин башқурилиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

б д т ниң инсанпәрвәрлик кризисиға тақабил туруш мәркизи болған инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси (OCHA) түркийәдә ишхана ечишни өз ичигә алған келишимни тәстиқланди. бу келишимгә асасән, б д т ниң инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси (OCHA) җәнвәдики йәр шари һәрикәтлиригә мәсул қурулмисини истанбулға йөткәшкә тәййарлиқ қилмақта. шуниң билән б д т сүрийә мәсилиси қатарлиқ райондики инсанпәрвәрлик киризислириға техиму актип арилишалайдиған болиду.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر