20.10.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1722332
20.10.2021

 түркийә авази радийоси: «‹хәвәр түрк› гезити», «түркийә шәрқий ақдеңиз мәсилиси һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә ташқи ишлар министирлиқи, гиретсийә, мисир вә җәнубий қибрис рум һакимийитиниң 3 тәрәп башлиқлар йиғинидин кейин, бирләшмә байанат елан қилип, шәрқий ақдеңизда түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийити йоққа чиқирилған һәрқандақ шәкилдики тәшәббусниң мувәппәқийәтлик болалмайдиғанлиқини җакарлиди. шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиму, җәнубий қибрис рум һакимийитиниң гиретсийә вә мисир билән бирликтә елан қилған бирләшмә байанатиниң «инавәтсиз» икәнликини уқтурди.

«‹һөрийәт› гезити», «йавропа иттипақи комитетиниң доклати қош өлчәмдур» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә, йавропа иттипақи комитетиниң, «2021 – йиллиқ кеңийиш ишлири пилан лайиһәси» даирисидә елан қилинған түркийә доклатиға наразилиқ билдүрди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дейилди: «биз йавропа иттипақи билән иҗабий сийасий күнтәртип шәкилләндүрүшкә тиришиватқан вә йуқири қатламлиқ дийалогимизни җанландуруватқан бир пәйттә,  толиму әпсуски, түркийәгә қарита мәсулийәтләр нәзәрдин сақит қиливетилгән вә дөлитимиз билән болған мунасивәтләрдә йәнә қош өлчәмлик позитсийә намайән қилинған бир түркийә доклати елан қилинди.»

«‹стар› гезити», «4 рәһбәр бирләшмә байаннамә елан қилди, түркийәниң қудрити қобул қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә, того, буркина фасо вә либерийә пирезидентлириниң учришиши тоғрисидики ахирқи байананамә елан қилинди. төт дөләт башлиқи, түркийәниң африқа үчүн истиратегийәлик шериклик роли қанунлаштурулған вә әнқәрәни хәлқара сәһнидики муһим актийорға айландурған көрүнәрлик иқтисадий тәрәққийати вә күчини қобул қилди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «‹TRT World› мунбири йәр шариви мәсилиләрни дунйаниң күн тәртипигә елип кәлмәктә» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә радийо – телевизийә оргини (TRT) ниң баш мудири мәһмәт заһид собаҗи, бу йил 5-қетимлиқи өткүзүлгән «‹TRT World› мунбири» йиғининиң ечилиш нутқида, инсан муһим орунға қойулған радийо – телевизийә хизмәт еңиға асасән, қийинчилиқи бар районлар, җәмийәтләр һәм шәхсләрниң садаси болуш йолида наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «‹TRT World› мунбири қатарлиқ хәлқаралиқ мунбәрләрниң васитиси арқилиқ йеңи пикирләрни оттуриға қойуш вә йеңи нишанларни бәлгиләш мәҗбурийитимиз бар.»

«‹вәтән› гезити», «<байрақтар> намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири фирансийәликләрниң арзуси, әнгилийәликләрниң нишаниға айланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

фирансийә таратқулири, түркийәниң «байрақтар» намлиқ  қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириға болған қайиллиқини йошуруп қалалмиди. «ле фигаро» гезитиниң бу һәқтики хәвиридә, түркийәниң әнгилийәгә қораллиқ учқучисиз һава аппаратлирини сетиш мумкинчиликиниң, түркийәниң дөләт мудапиә санаити үчүн муһим сәкрәш тахтиси болуп қалидиғанлиқи  тәкитлинип мундақ дейилди: «бу қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири дунйадики урушларда арзу қилинидиған қораллардур, җүмлидин, бу қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири, түркийәниң африқа, оттура шәрқ  вә оттура асийадики тәсириниң вектори болуп қалди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر