12.10.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1718357
12.10.2021

түркийә авази радийоси: <<йеңи шәпәқ гезити>>, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң кабент йиғинидин кейин байанат елан қилип, сүрийәдин түркийәгә қилиниватқан террорлуқ һуҗумлириға қарши чидап турушниң мумкин әмәсликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң: <<сақчилиримизға қилинған һуҗум вә земинимизға хилап қилмишлар, пийалидики суни ташқузған бир тамчә болди. мәсилини һәл қилиш үчүн әң қисқа вақит ичидә керәклик қәдәмләрни ташлаймиз>> дегәнлики билдүрүлди.

<<һөррийәт гезити>>, түркийә ички ишлар министири сүләйман сойлуниң дөләт ичидики террорлуққа қарши күрәш тоғрисида тохталғанда: <<бурун кирилмигән қанчилик җайлар болса, қараңғу тағларни өз ичигә алған һалда һәр бир йәргә кирип, һәрбий һәрикәт елип бардуқ вә террористларни тиз пүктүрдуқ>> дегәнликини хәвәр қилди.

<<хәбәр түрк гезити>>, аптомобил санаити җәмийитиниң бу йил (2021) ниң дәсләпки тоққуз ейидики аптомобил ишләпчиқириш мәлуматлирини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бу йилниң дәсләпки тоққуз ейида ишләпчиқирилған аптомобил сани алдинқи йил (2020) ниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда %8 ешип 921 миң 619 данигә йәткәнлики, експорт қилинған аптомобил саниниң болса %9 ешип 671 миң 674 данигә йәткәнлики қәйт қилинди.

<<сабаһ гезити>>, түркийә һава йоллири ширкитиниң 4-өктәбирдин 10-өктәбиргичә болған вақитта, һәр күни 1185 айропилан сәпирини әмәлгә ашуруп, йавропада әң көп айропилан сәпирини әмәлгә ашурған иккинчи һава йоллири ширкити болуп қалғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر